Хитай, америка билән болған мунасивәтлирини яхшилашни халайдиғанлиқини билдүрди
2006.03.07
Хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң, сәйшәнбә күни бейҗиңда бәргән баянатида, хитайниң иқтисадий вә сиясий җәһәттин күчийиши қошна дөләтләр үчүн тәһдит әмәс, әксинчә қошна дөләтләрниң тәрәққияти үчүн пайдилиқ, деди
Ли җавшиң хитай хәлқ қурултийиниң йиллиқ йеғини җәрянида өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йеғинида, хитай һөкүмитиниң америка билән мунасивәтлирини техиму яхшилашни халайдиғанлиқини тәкитләп, гәрчә америка билән хитай оттурисида сода мәсилси, тәйвән, кишилик һоқуқ қатарлиқ мәсилиләрни өз ичигә алған бир йүрүш мәсилиләрдә җиддий ихтилаплар мәвҗут болсиму, әмма икки дөләт һәмкарлишидиған вә ортақ мәнпәәткә игә болған нурғун мәсилиләр бар. Биз мунасивәтлиримизни техиму күчәйтиш, мәвҗут ихтилаплиримизни һәл қилиш үчүн америка тәрәп билән ишләшкә тәйяр, деди.
Хитай ташқи ишлар министири баянатида йәнә, иран хәлқара атом енергийә идариси билән йеқиндин һәмкарлишип, ядро ихтилапини һәл қилиши керәк, деди.
Хәвәрләргә қариғанда, хитай ташқи ишлар министири хитай дөләт рәиси ху җинтавниң келәр ай америкиға қилмақчи болған тунҗи рәсмий зиярити һарписида, америка билән болған мунасивәтләр тоғрисида мулайим бир позитисйә тутқан болуши мумкин. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Роберт золейк, бейҗиңда хитай - америка мунасивәтлири бойичә сөһбәт елип барди
- Хитай америка билән һәрбий алақини күчәйтишни халайдиғанлиқини билдүрди
- Хитай, америкиниң кишилик һоқуқ җәһәттики әйиблишигә рәддийә бәрди
- Хитай- америка юқири дәриҗиликләрниң 2 - нөвәтлик истиратегийилик сөһбити вашингтонда ахирлашти
- Америка - хитай йеңи истратегийилик сөһбитини башлиди