Америка билән хитай бейҗиңда һәрбий сөһбәт елип барди
2006.06.08
Америка вә хитай бейҗиңда икки тәрәп һәрбий мунасивитини яхшилаш үчүн сөһбәт өткүзди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң 8 - июн бәргән хәвиригә қариғанда, америка дөләт мудапиә министирлиқи ярдәмчиси родман хитай азатлиқ армийиси баш қоманданлиқ штап ярдәмчиси җаң чиншиң билән сөһбәт елип барған. Шинхуа агентлиқи родманниң сөзини нәқил кәлтүрүп , " бу қетимқи сөһбәт икки тәрәп дөләт мудапиә министирлиқиниң мунасивитини илгири сүрүштә муһим рол ойнайду" дәп көрсәткән.
Өткән һәптә, америка дөләт мудапиә министири рамисфелд сингапурда елип бериватқан зиярити давамида , хитайдин, һәрбий хираҗәтни өстүрүш җәһәттә елип бериватқан пиланлирини очуқ ашкарилишини тәшәббүс қилди. Рамисфелд сөзидә йәнә, хитайниң пүтүн дуня миқясида елип бериватқан сода мунасивәтлириниң күчийишигә әгишип , һәрбий хамчотини ашуруши хитайниң мәнпәәтигә уйғун дәп көрсәтти.
Хитай даирилири болса һәр йиллиқ һәрбий хамчотиниң 30 милярд америка доллири әтирапида икәнликини билдүрүп кәлмәктә, бирақ америка дөләт мудапиә министирлиқи хитайниң бу йиллиқ һәрбий хамчотиниң тәхминән 90 милярд америка доллириға йетидиғанлиқини билдүрмәктә.
Хитай һөкүмити, өзиниң сода тәрәққиятида қолға кәлтүргән нәтиҗилирини баһанә қилип, һәрбий хираҗитини өзлүксиз ашуруп кәлмәктә, хитайниң бу һәрикитини өзлири үчүн тәһдит һесаблиған райондики дөләтләр, яврупа иттипақидин хитайға қаритилған қорал имбаргосини бикар қилмаслиқни тәләп қилмақта. (Әқидә)