Хитай аммивий тәшкилатларниң хәлқара түрләргә қатнишишини чәклиди


2006.05.18

Ройетрис агентлиқиниң пәйшәнбә күнидики хәвиригә қариғанда , хитайдики әйдиздин мудапиәлиниш аммивий тәшкилатлириниң билдүрүшичә, һөкүмәт уларни хәлқара әйдиздин мудапиәлиниш түрлиригә қатнишиш һоқуқидин мәһрум қалдурған.

Хәвәрдә ейтилишичә, "хәлқара әйдиз вә тубиркилюздин мудапиәлиниш йәр шари фонди" , мәзкүр түрләр бойичә паалийәт елип бериватқан аммивий тәшкилатларни иқтисадий вә мәнивий җәһәттин қоллаш хизмитини үстигә алған болуп, хитай һөкүмити әйдиздин мудапиәлиниш тәшкилатлирини һөкүмәтсизлик қилған дәп қаттиқ әйибләш билән биргә, һәтта уларниң мәзкүр фондиниң йиғиниға қатнишишиниму чәклигән.

Ройетрс агентлиқиниң тәкитлишичә, " хәлқара әйдиз вә тобиркулюздин мудапиәлиниш йәр шари фонди" һәр қайси аммивй тәшкилатларни иқтисадий җәһәттә тәминләйдиғанлиқи үчүн хитайдики аммивий тәшкилатлар уларниң өзлирини иқтисад билән тәминлишини үмид қилип кәлгән икән.

Нөвәттә хитайда әйдиз вә тобиркулюздин мудапиәлиниш паалийити елип бериватқан аммивий тәшкилатиниң сани 60 қа йетиду, улар чаршәнбә күни бейҗиңда бир ариға келип, вәкил сайлап "хәлқара әйдиз вә тобиркулюз " фондиниң паалийитигә қатнишишни пилан қилған , бирақ хитай һөкүмити уларниң бу пиланиниң әмәлгә ешишиға йол қоймиған. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.