Хитай һөкүмити миллий аптономийилик мәсилиләр бойичә ақ ташлиқ китаб елан қилди


2005.02.28

Хитай һөкүмити дүшәнбә күни миллий мәсилиләр бойичә ақ ташлиқ китаб елан қилип, хитайда миллий территорийилик аптономийә түзүминиң зор мувәппәқийәтләр қазанғанлиқини елан қилди. Бирақ көзәткүчиләр милләтләр мәсилиси хитайдики қәрәллик бомба, дәп көрсәтмәктә.

Ақ ташлиқ китабта миллий территорийилик аптономийә түзүми хитайниң дөләт әһвалини асас қилғанлиқини әскәртип, аптономийилик җайлардики милләтләрниң өз- өзини идарә қилиш һоқуқи толуқ капаләткә игә қилинди, дәп җакарлиған. Аптономийилик җайларниң қанун чиқириш, тил - йезиқини тәрәққий қилдуруш, диний - етиқат әркинлики шундақла өрп - адәтлирини қоғдаш һоқуқи барлиқини илгири сүргән.

Ташқи дуняда йеқинқи чағларға қәдәр хитай һөкүмитиниң миллий мәсилиләрдики әң чоң қайғуси уйғурлар билән тибәтләр, дәп қаралған иди. Амма өткән йили хенәндә йүз бәргән туңганлар билән хитайлар оттурисидики тоқунуш, миллий мәсилиниң тибәтләр вә уйғурлар билән чәкләнмәйдиғанлиқини ашкарилиған.

Хитай һөкүмитиниң ақ ташлиқ китаби мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийиниң тәнқидигә учриди. Қурултай баянатчиси дилшат ришит, милләтләрниң өз тәқдирини өзи һәл қилиш һоқуқини хитай асаси қануниға киргүзүп, уларниң таллаш һоқуқиға һөрмәт қилишни тәләп қилди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.