Хитай сиясий демократийә қурулуши һәққидә ақ ташлиқ китаб елан қилмақчи
2005.10.18
Хитай һөкүмити, хитайниң сиясий демократийә қурулуши һәққидә тарихидики түнҗи ақ ташлиқ китабни елан қилмақчи болуватқанлиқини билдүрди.
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвиридә ейтилишичә, хитай дөләт кабенти ахбарат ишханиси чаршәнбә күни бу ақ ташлиқ китабни елан қилидикән. Хәвәрдә көрситилишичә, мәзкур ақ ташлиқ китабта хитайниң сиясий демократийә қурулушидики принсиплар тәпсилий чүшәндүрүлүп, бу саһәдә һазирғичә қолға кәлтүргән " нәтиҗилири" изаһлинидикән.
Ақ ташлиқ китабта йәнә, бейҗиң демократик қурулушта дүч келиватқан түрлүк мәсилиләр оттуриға қоюлидикән.
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америкини өз ичигә алған ғәрб әллири хитайниң сиясий ислаһат қәдиминиң интайин аста болуватқанлиқини һәмдә хитайниң кишилик һоқуқ хатирилирини тәнқидләп кәлмәктә иди. Хитай болса буни инкар қилип, хитайниң ички ишлирини хитай һөкүмити вә хәлқи бикитидиғанлиқини ташқи дуняниң қол тиқиши һаҗәтсиз икәнликини билдүрмәктә. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай ақ ташлиқ китабида америкини тәйвәнгә қорал сатмаслиққа агаһландурди
- Хоңкоңда пуқралар он миң кишилик намайиш өткүзүп демократийә тәләп қилди
- Хитай һөкүмити миллий аптономийилик мәсилиләр бойичә ақ ташлиқ китаб елан қилди
- Хитай һөкүмити хоңкоңда рифирандум елип беришни рәт қилди
- Ху җиңтав 1989 - йилдики димукратийә һәркитини ақлаш пилани йоқлиқини билдүрди