Хитай ақ ташлиқ китабида компартийә һакимийитини давамлаштуридиғанлиқидин сигнал бәрди


2005.10.19

Хитай һөкүмити чаршәнбә күни хитайниң сиясий демократийә қурулуши һәққидә түнҗи қетим ақ ташлиқ китаб елан қилип, өзиниң дөләт қурулғандин буянқи демократик қурулуш җәһәттә қолға кәлтүргән "нәтиҗилири" ни тәшвиқ қилди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити 74 бәтлик бу ақ ташлиқ китаби арқилиқ асаслиқи немә үчүн хитай компартийисиниң рәһбәрлики хитайдики бир милярд 300 милйон хәлқ үчүн пайдилиқ дегән нуқтини чүшәндүрүшкә урунған. Бу ақ ташлиқ китаб шундақла, хитай компартийисиниң бир партийә мутләқ һакимийитидин ваз кәчмәйдиғанлиқини көрситидикән.

Ақ ташлиқ китабта, "хитайниң сотсиялизмчә сиясий демократийә қурулуши җуңгочә алаһидиликкә игә. Хитайниң демократийиси хитай компартийисиниң рәһбәрликидики хәлқ демократийиси" дәп көрситилгән.

Мәзкур ақ ташлиқ китабта йәнә, хитай һөкүмитиниң хитай болмиған милләтләргә қаратқан сияситиму алаһидә тилға елинип, " аз санлиқ милләтләргә бикиткән қанунлиримиз улар үчүн интайин пайдилиқ" дейилгән. Әмма тәнқидчиләр, хитай һөкүмитиниң " муқимлиқ һәммини бесип чүшиду" дегәнни баһанә қилип, өз қанунлириниму иҗра қилмайдиғанлиқини әйиблимәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.