Хитай 2006 - йиллиқ дөләт мудапиә ақ ташлиқ китаби елан қилди


2006.12.29

Хитай һөкүмити җүмә күни 2006 - йиллиқ "дөләт мудапиә ақ ташлиқ китаби" елан қилип, хитайниң йилиға 17 % лик сүрәттә көпийип бериватқан дөләт мудапиә хам чоти вә һәрбий ишлар тәрәққиятини район вә дуня бихәтәрликигә тәһдит әмәс, дәп ақлиди. Бу хитайниң 1998 - йилдин бери 5 - қетим дөләт мудапиә ақ ташлиқ китаби елан қилиши болуп һесаблиниду.

Ақ ташлиқ китабта " нөвәттә хәлқара җәмийәт дуч келиватқан бихәтәрлик тәһдити күнсери мурәккәпләшмәктә шундақла бу көп тәрәплимиликкә қарап йүзләнмәктә. Җоңго тәйвән мустәқилчи күчлирини тосаш җәһәттә мурәккәп һәм җидди күрәшкә дуч келиватиду," дәп тәкитлигән.

Ақ ташлиқ китапта әскәртишичә, нөвәттики хитай дөләт мудапиә сияситиниң асаси нуқтиси йәнила "дөләтниң бирлики вә тәрәққият мәнпәәтигә капаләтлик қилишқа қаритилған."Ақ ташлиқ китабта, 2005 - йили азат армийисидин 200 миң әскәрниң қисқартилғанлиқини, нөвәттики һәрбий қисимлар саниниң 2 милйон 300 миңға йетидиғанлиқини билдүрди. Ақ ташлиқ китабта, хитай қораллиқ қисимлирини учурлаштуруш, уруш қилиш иқтидарини юқири көтүрүш алаһидә тәкитләнгән.

Ақ ташлиқ китапта әскәртишичә, 1990 - йилдин 2005 - йилғичә хитайниң йиллиқ һәрбий хам чоти һәр йили оттура һесаб билән 36.15 Пирсәнт көпийип маңған. 2006 -Йилдики һәрбий хам чотини 280 милярд 380 милйон йүән, дәп җакарлиди. Лекин америкилиқ көзәткүчиләр хитайниң әмәлийәттики һәрбий хам чотини буниңдин 2-3 һәссә көп, дәп пәрәз қилишмақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.