Асия лоңқиси путбол мусабиқисидики зораванлиқ вәқәси тәкшүрүлүшкә башлиди


2004.08.20
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитай җамаәт хәвпсизликиниң баянатчиси хав чийоңниң җүмә күни ашкарлишичә, хитай сақчи даирилири бейҗиңдики асия лоңқисини талишиш путбол мусабиқисида йүз бәргән зораванлиқ вәқәси үстидин тәкшүрүш елип беришни башлиған.

Хитай қанунлириниң пуқралар топлишип вәқә туғдурушқа йол қоймайдиғанлиқини тәкитлигән хав чийоң, җамаәт хәвпсизлик органлириниң вәқә туғдурғучиларни қанун бойичә тепип чиқидиғанлиқини илгири сүрди.

Америка ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу йил 8 - айниң 7 - күни бейҗиңдики ишчилар тәнтәрбийә сарийида өткүзүлгән асия лоңқисини талишиш мусабиқисида, хитай командиси 3 қарши бир нәтиҗә билән японийә командисиға уттуривәткәниди. Нәтиҗидә хитай путбол мәстанилири японийә байриқини көйдүргән, японийә дипломатлириниң машинилирини вәйран қилған. Хав чийоң, бу хилдики вәқәләр хитайни өз ичигә алған һәммә дөләтләрдә йүз берип туриду деди.

Хав чийоң, хитай қанунлири пуқраларниң топлишип зораванлиқ вәқәлирини туғдурушиға йол қоймайду дегән болсиму, бирақ хитай сақчилири өткән йили ши әндики али мәктәп оқуғучилириниң японийилик оқуғучиларға һуҗум қилишини тосмиған. Алдинқи йили шиәндики уйғур оқуғучиларму хитай оқуғучиларниң һуҗумиға учриғанда, мәктәп даирилири хитай оқуғучиларға ян бесиш билән әйибләнгән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.