Хитай коммунист һөкүмити өткән бир йилниң ичидә 79 хил гезитни чәкләп, тәхминән 169 милйон парчә нәшр материялини мусадирә қилған.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай коммунист партийисиниң нәшрият мәһкимә башлиқи лю сөзидә, даириләрниң қанунсиз нәшир қилиш әһвалиға қаттиқ зәрбә берип, мәдәнийәт базирини тазилаш керәкликини ейтти. У йәнә, әқлий мүлүкни қоғдаш җәһәттики тиришчанлиқниму күчәйтиш зөрөрликини тәкитлиди.
Шинхуаниң бу һәқтики хәвиридә һәтта бәзи орунларниң җазаға тартилғанлиқи йезилсиму, лекин қандақ җазаланғанлиқи вә чәкләнгән нәшр материяллириниң немиләрни көрситидиғанлиқи тәпсилий чүшәндүрүлмигән.
Хитай һөкүмитиниң мәтбуатқа болған контроллуқи һәр қайси кишилик һоқуқ тәшкилатлири изчил әйибләп келиватқан бир мәсилә болуп, болупму хитайниң йеқинқи бир нәччә йиллардин буян интернеткә болған контроллуқи вә интернет язғучилириға болған бастуруши әң көп тәнқидкә учриди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати: мухбирларни әң көп чәклигән дөләт - хитай
- "Йеңи бейҗиң гезити" ниң баш тәһрири вәзиписидин елип ташланди
- Өзбекистан билән хитай мухбирларниң түрмигә солиниши бойичә дуня чимпийонлири
- "Чегрисиз мухбирлар тәшкилати" хитайни әйиблиди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң җав йәнгә мукапат бәргәнлики хитай һөкүмитини ғәзәпләндүрди