Хитай яшлар гезитиниң мәхсус сани тохтиветилди
2006.01.25
Хитай һөкүмити йеқинда "хитай яшлар гезити"ниң оқурмәнләр тәрипидин көп алқишқа еришип кәлгән "биңдийән" дәйдиған мәхсус санини тақивәткән. Бу гезит 10 йиллиқ тарихқа игә болуп, униңда җәмийәт мәсилилирини тәкшүрүш характерлик ахбарат мақалилири йүрәклик билән елан қилғанлиқи үчүн, бу гезит оқурмәнләрниң кәң алқишиға еришкән иди.
Бу гезит сәйшәнбә күни хитай һөкүмити тәрипидин җиддий буйруқ билән тақиветилгән. Техи буниң алдидила хитайдики әркин сөзләшкә җүрәт қилалайдиған йәнә бир мәтбуат - шиңҗин гезитиниң баш муһәррири яң ву хизмитидин елип ташланған иди. Бу әһваллар хитай һөкүмитиниң мәтбуатқа болған контроллуқни техиму күчәйтиватқанлиқидин дерәк бериду.
"Хитай яшлар гезити" ниң бу һәптилик мәхсус сани җәмийәт риаллиқини әкс әттүрүш, төвән қатламдики хәлқләрниң әһвалиға көңүл бөлүш вә чирикликни паш қилиш җәһәттә көрүнәрлик мақалиләрни елан қилип, хәлқ аммисиниң алқишиға еришкән болуп, бу санниң баш муһәррири ли датоң өткән йили 8- айда очуқ хәт йезип, "хитай яшлар гезити" ниң бәзи бәлгилимилирини әйиблигән иди.
Баш шитаби франсийидики " чеграсиз мухбирлар тәшкилати" йеқинда чиқарған 2005- йиллиқ доклатида, хитайниң ахбарат әркинликигә болған контроллуқини әйибләп, ахбарат әркинлики җәһәттә хитайниң дуня бойичә арқидин саниғанда 9-орунда туридиғанлиқини көрсәткән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай өткән йили 79 хил гезитни чәклигән
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати: мухбирларни әң көп чәклигән дөләт - хитай
- "Йеңи бейҗиң гезити" ниң баш тәһрири вәзиписидин елип ташланди
- Өзбекистан билән хитай мухбирларниң түрмигә солиниши бойичә дуня чимпийонлири
- "Чегрисиз мухбирлар тәшкилати" хитайни әйиблиди