Хитай, бир америкилиқ хитай содигирини җасуслуқ билән әйибләп қолға алди


2005.08.19

Хитай даирилири йеқинда америкилиқ хитай содигәр шйе чүнренни, тәйвәнгә җасуслуқ қилип бәргән дегән җинайәт билән әйибләп қолған алған.

Америкиниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханисиниң җүмә күни ашкарилишичә, шйе чүнрен хитай сақчилири тәрипидин бу йил 31 - май күни чеңду шәһиридә қолға елинған болуп, шундин буян у өйдә нәзәрбәнткә елинған.

Шйе чүнренниң америкидики оғли, хитай даирилириниң илгири җасуслуқ билән қолған елинған дейвид доң вейниң делосини тәкшүрүш җәрянида, униң дадисини хата тутқун қилғанлиқини билдүрди. У йәнә, дадиси доң билән узун йиллиқ дост болсиму, лекин уларниң көрүшмигинигә һазир 10 йил болуп қалғанлиқини һәмдә уларниң арисида һечқандақ алақә қалмиғанлиқини әскәртти.

Хитай даирилири давамлиқ дегүдәк кишиләрни тәйвәнгә җасуслуқ қилған дәп әйибләп туридиған болуп, доң вей хитайлар тәрипидин җасуслуқ җинайити билән әйиблинип 2003 - йили қолға елинған иди. Америка әлчиханиси нөвәттә, шйе чүнренниң делосиға йеқиндин көңүл бөлүватқанлиқини һәмдә униң америкидики аилиси билән алақилишип туриватқанлиқини мәлум қилди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.