Бейҗиң даирилири чәтәл гезит - жорналлирини хитайда бесип тарқититишқа йол қоюш пиланидин ваз кәчти


2005.11.17

Бейҗиң һөкүмити чәтәл гезит - жорналлириниң хитайда нәшр қилинишиға рухсәт қилиш пиланини тохтатқан. Әнгилийә " пул - муамилә гезити" ниң хәвәр қилишичә, даириләр грозийә, украинийә вә қирғизистан қатарлиқ әлләрдики вәқәләрни көздә тутуп, чәтәл гезит - жорналлириға йол қоюш сиясий муқимсизлиққа ярдәмчи болуп қелишидин әнсирәйдикән.

Хитай ахбарат вә нәшрият идарисиниң башлиқи ши җоңйүән, чәтәл мәтбуатлириниң юқириқи дөләтләрдики сиясий боран - чапқунларда ойниған роли, җуңгониң бу пиланни тохтитишиға сәвәбчи болғанлиқини тәкитлигән. У, " рәңлик инқилаблар күшкүрткүчиләрни өйгә киргүзмәслик керәклики шундақла ишикни чиң тақаш лазимлиқини чүшәндүрди. Бу сәвәбтин , биз буниңдин вақитлиқ ваз кәчтуқ" дәйду.

"Пул муамилә гезити" қатарлиқ бир қанчә чәтәл гезит - жорналлири хитайда тарқитилидиған муһим гезитләр болсиму, әмма улар хоңкоңда бесилип хәлқара меһманхана вә айродромларда тарқитилиду.

Бу хәвәр, хитай даирилири 20008 - йилдики бейҗиң олимпик тәнтәрбийә йиғинида чәтәл мәтбуатлириға чәклимә қоюлмайдиғанлиқини җакарлап , бир қанчә күндин кейин елан қилинди. Бу арида мәркизи франсийидики чегрисиз мухбирлар тәшкилати, хитайни дуня бойичә ахбаратчиларниң әң чоң түрмиси, дәп әйиблигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.