"Йеңи бейҗиң гезити" ниң баш тәһрири вәзиписидин елип ташланди


2005.12.29

Хитай һөкүмити, кишиләрниң юқири баһасиға еришкән вә әң қизиқип оқуйдиған "йеңи бейҗиң гезити" ниң баш тәһрири яң ву билән икки нәпәр мухбирниң вәзиписини елип ташлиған.

Әнгилийә б б с радиосиниң пәйшәнбә күни бу һәқтә бәргән хәвиригә қариғанда, хитай даирилири яң вуниң нимә сәвәбтин вәзиписдин елип ташланғанлиқ һәққидә ениқ чүшәндүрүш бәрмигән, бирақ бейҗиңдики бир адвокатниң ейтишичә, хитай компартийиси хадимлири мәзкур гезитниң көп қетим хаталиқ садир қилғанлиқини әйиблигән икән.

Хәвәрдә йәнә илгири сүрүлүшичә, гәрчә хитай һөкүмити мәтбуатларға қаратқан контуруллиқини қаттиқ күчәйтәкән болсиму, бирақ " йеңи бейҗиң гезити" җәмийәттики әң қараңғу тәрәпләрни тартип чиқирип, бу һәқтә обзор вә мулаһизиләрни елан қилишқа җүрәт қилиш роһи билән даң чиқарған.

Мәзкур гезит тунҗи болуп, бу йил 6 - айда хебей диң җода, һөкүмәтниң деһқанларни қанлиқ бастуруш вәқәсини һәмдә бу җәрянда 6 деһқанниң етип өлтүрүлгәнликини дуняға ашкарилиған иди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.