Чигрисиз мухбирлар тәшкилати җоңгодин ахбарат әркинликигә капаләтлик қилишни тәләп қилди
2006.08.07
Мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати дүшәнбә күни баянат елан қилип, җоңго даирилиридин ахбарат әркинликигә капаләтлик қилишни тәләп қилди.
Баянатта чегрисиз мухбирлар тәшкилати, бейҗиң олимпик йиғини пат йеқинда 2008 йили 8 - айниң 8 - күни ечилмақчи. Сәйшәнбә күни бейҗиң олимпик йиғиниға дәл 2 йил қалиду. Гәрчә җоңго һөкүмити ахбарат әркинликигә һөрмәт қилимиз, дәп вәдә бәргән болсиму, лекин һазирғичә мәйли бейҗиң олимпик йиғинини тәшкилләш комитети яки хәлқара олимпик комитети болмисун, бу органларниң һич бири олимпик йиғинини хәвәр қилидиған мухбирларниң әркин һәрикәт қилишиға яки хәвәрләрни әркин беришигә капаләтлик қилалмиди, дәйду.
Җоңго һөкүмити бейҗиң олимпик йиғини җәрянида мухбирларниң әркин хәвәр бериш вә хитай даирилири тәрипидин қарши елинмайдиған бәзи мәтбуатларниң олимпик йиғинини хәвәр қилишиға рухсәт қилиш мәсилилиридә синаққа дуч келиши мумкин. Җоңго һөкүмити буниңдин бир қанчә йил бурун олимпик мусабиқисини бейҗиңда өткүзүш үчүн хәлқара олимпик комитетиға ахбарат әркинликини қоюветимиз, дегән бир қатар вәдиләрни бәргән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Доң соңрүй вәқәсини "тоқулма" дегән "аммиви кино" журнили һәрбийләрниң ғәзипини қозғиди
- Хитай даирилири "хитай әсири" тор бетини тақиди
- Хитай һөкүмити, мәтбуатниң җиддий вәзийәт һәққидә хәвәр бериш ишини техиму чиң контрол қилшини пиланлимақта
- " Ню - йорк вақти"гезити тәтқиқатчиси җав йән үстидин йепиқ сот ечилди
- Хитай йәнә бир өктичи язғучини қолға алди