Хитай һөкүмити хәлқара җәмийәтләр тәрипидин сөз һәм ахбарат әркинликлирини боғуш билән әйибләнди
2007.02.06
6 - Феврал күни хитай, хәлқара қәләмкәшләр җәмийити һәмдә хәлқара мухбирларни қоғдаш тәшкилатидин ибарәт иккила хәлқаралиқ җәмийәт тәрипидин бирла вақитта сөз әркинлики боғулған, ахбарат әркинлик давамлиқ тосқунлуққа учраватқан дөләт дәп әйибләнди.
Америка авази радиосиниң бу һәқтә бәргән хәвиригә қариғанда, хәлқара мухбирларни қоғдаш тәшкилатиниң доклатида хитайда ху җинтав тәхиткә чиққан төт йилдин буян, хитай даирилириниң ахбарат саһәсигә охшашла қаттиқ бесим ишлитип келиватқанлиқи, тәнқиди көз қараштикиләрниң ахбарат васитилиридин пайдилинип көз қарашлирини баян қилишниң алдини елиш үчүн һәтта чәтәл мухбирлириниң һәқ һоқолириғиму дәхли тәруз қилип кәлгәнлики, уларға дөләт мәхпийитини ашкарлаш дегәндәк җинайәтләрни артип наһәқ җаза көриватқанлиқи тәнқидләнгән.
Хәлқара мухбирларни қоғдаш тәшкилатиниң доклатида көрситишичә, хитайда -2006 йилиниң өзидила аз дегәндә 19 нәпәр мухбир интернетта хәвәр елан қилғанлиқи үчүн қолға елинған.
Бүгүн буниңдин башқа хәлқара қәләмкәшләр җәмийитиму ашкара баянат елан қилип, "бейҗиң һөкүмити йигирмә нәччә язғучиниң хоңкоңда өткүзүлидиған район муһакимисигә қатнишишини чәклиди. Бу хитайда сөз әркинликиниң боғуливатқанлиқиниң испати" дәп билдүрди.
Қәләмкәшләр җәмийитиниң доклатида, хитайда 33 нәпәр язғучи һәм ахбаратчиниң түрмигә елинғанлиқи көрситилгән. Уларниң тәкитлишичә бу пәқәт толуқ болмиған истатистикиға асаслинип чиқирилған сан болуп, әмәлийәттә хитай түрмилиридә йетиватқан язғучилар сани униңдинму җиқ болиши мумкин икән.
Хитай һөкүмити мушу бир қанчә йил ичидила тохти музарт, нурмәмәт ясин, күрәш һүсәйин қатарлиқ уйғур язғучилириниму язған әсәрлири түпәйли қамақ җазалириға һөкүм қилди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтав уруп өлтүрүлгән мухбир делосини тездин бир тәрәп қилиш буйруқи чүшүрди
- Хитайда бир мухбир көмүр канни зиярәт қиливатқанда уруп өлтүрүлди
- Хитай мәтбуат тәшвиқатини күчәйтиш арқилиқ хитайни хәлқара җамаәтчиликкә тоғра тонутушни тәшәббус қилди
- Хитай жорналистларни қамаш җәһәттә дуня бойичә баш түрмә
- Хитай сот мәһкимиси җасуслуқ билән әйибләнгән хоңкоң мухбириниң әрзини қобул қилишни рәт қилди