Хитайда зиялийлар "учур әркинлики қануни" мақуллашни тәшәббус қилмақта
2007.03.28
Америка авазиниң баян қилишичә, хитайда җамаәт хәвпсизлики органлириниң хәлққә қилған зораванлиқ һәрикәтлирини паш қилғанлиқи үчүн хизмәт орнидин мәһрум қилинған ахбаратчи җи әйзоң қатарлиқ бир түркүм зиялийлар 28 - март күни топлинип баянат елан қилип, хитайда һазир хәлқниң сиясий, иқтисадий ишларға назарәт қилиши күндин - күнгә муһим болуп қеливатқанлиқини, әмма һазир хитайда учур -ахбарат билән шуғуллинидиған 800 миңдин артуқ адәмниң вә интернеткә керидиған сан-санақсиз адәмниң техичә учур әркинликидин мәһрум қилиниватқанлиқини шәрһийлигән. Шуниң үчүн, бу бир түркүм зиялийлар хитайда һазир учур әркинликини қоғдайдиған қанун тикләп, учур -ахбарат хадимлириға хәлқаралиқ өлчәм буйичә муамилә қилиниши керәкликини тәвисийә қилған.
Хитайдики мәшһур язғучилардин линда қатарлиқ зиялийларму, коммунист партийиниң дөләт қанунини дәпсәндә қилишиға хатимә беришни вә хәлқниң қанун алдида коммунист партийә билән баравәр булуши лазимлиқини тәвисийә қилған. Хитайда "учур -ахбарат қануни" тикләш һәққидики бу тәшәббус һазир қизғин алқишқа еришмәктә. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай мәтбуат әркинликини контрол қиливатқан асаслиқ дөләтләрдин бири
- Хитай һөкүмити хәлқара җәмийәтләр тәрипидин сөз һәм ахбарат әркинликлирини боғуш билән әйибләнди
- Ху җинтав уруп өлтүрүлгән мухбир делосини тездин бир тәрәп қилиш буйруқи чүшүрди
- Хитайда бир мухбир көмүр канни зиярәт қиливатқанда уруп өлтүрүлди
- Хитай мәтбуат тәшвиқатини күчәйтиш арқилиқ хитайни хәлқара җамаәтчиликкә тоғра тонутушни тәшәббус қилди