Хитайниң аял - балиларниң мәнпәәтини қоғдаш йиғини ечилди
2008.01.24
Хитайниң мәмликәтлик аял - балиларниң һоқуқ - мәнпәәтини қоғдаш йиғини йеқинда бейҗиңда ечилған болуп, йиғинда " хәлқниң турмушини яхшилаш муһим нуқта қилинған иҗтимаи қурулушни илгири сүрүшни зич чөридигән һалда , аял - балиларниң түп мәнпәәтини қоғдаш мәсилисини илгири сүрүш керәк" дегәнгә охшаш нуқтилар оттуриға қоюлған , бирақ хитай мәтбуатлирида бу һәқтә берилгән хәвәрдә аяллар вә балиларниң түп мәнпәәтигә мунасивәтлик конкрет мәсилиләр йәнила ениқ әкс әттүрүлмигән.
Хитайда аңлашқа интайин чирайлиқ, хәлқниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилидиған бу хил қалпиқи чоң йиғинларниң көпләп ечилип туридиғанлиқи, лекин бу хил йиғинларниң хәлқ мәнпәәти үчүн һечқандақ бир иҗабий рол ойнимайдиғанлиқини билдүргән, дуня уйғур қурултийи аяллар кометитиниң рәиси тамара ханим, хитай һөкөмитиниң болупму уйғур аял вә балилириға қарита йолсиз сиясәт қоллиниватқанлиқини билдүрди.
Тамара ханим сөзидә йәнә , уйғур аяллири, хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сияситиниң қурбаниға айланғандин сирт диний бесим, саватсизлиқ , ишсизлиққа охшаш түрлүк сиясий бесимларға дуч келиватқанлиқини, болупму той йешидики қизлар хитай өлкилиригә берип пул тепишқа мәҗбурлиништәк ғурур дәпсәндичиликигә йолуқуватқанлиқини, уйғур балилириниң болса өз ана тил маарипидин мәһрум қалдурулуп, хитай маарипиға мәҗбурлиниватқанлиқини тәкитлиди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай 'шәһванийлиққа қарши туруш' дегән нам билән кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатиду
- Профессор су хитайниң әтрапидики милләтләрни тәтқиқ қилишта йәрлик язма материялларни асас қилишни тәшәббус қилди
- Хитайда кишилик һоқуқ вәзийитини күнсери начарлашмақта
- Хитай америкиниң кишилик һоқуқи саһәсидики тәнқидини рәт қилди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайни әмгәк билән өзгәртиш түзүмини бикар қилишқа чақирди
- Хитайда йәр - мүлүк һоқуқини қоғдиғучи түрмидә қийин - қистаққа елинған
- Бейҗиңда йәнә бир адвокат қаттиқ тәһдиткә учриди
- Ч м т: олимпиккә аз қалған болсиму, хитай кишилик һоқуқи әһвалида өзгириш болмиди