Хитай даирилири һалакәткә йолуққан айропиланниң типидики айрупиланларни тәкшүрүшкә буйриди


2004.11.22

Хитай шәрқий авиатсийә ширкитиниң бир йолучилар айрупилани йәкшәнбә күни һадисигә учриғандин кийин, хитай авиатсийә баш ширкити мәзкүр айрупилан билән охшаш типтики барлиқ айрупиланларни учуштин тохтутуп, тәкшүрүшкә буйриди.

Фирансийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, нөвәттә канадада ясалған чрҗ типлиқ барлиқ айрупиланлар тәкшүрүлмәктә икән.

Канадада ясалған чрҗ-200 типлиқ йолучилар айрупилани йәкшәнбә күни ички моңғулниң бавтув шәһиридин қозғулуп узун өтмәйла, айрудурум әтрапидики көлгә чүшүп кәткән иди. Вәқәдә 54 адәм қаза тапқан.

Хәвәргә қариғанда, нөвәттә қазаға йолуққанларниң җәсәтлири асасән тепилған. Әмма айрупиланниң учуш тарихи хатириләнгән қара сандуқчә техи тепилмиған. Хитай даирилири вәқәниң адәмләрниң бузғунчилиқ һәрикәтлири билән алақиси йоқлиқини билдүрмәктә. Бирақ бихәтәрликни көздә тутуп, хитай даирилири дүшәнбә күни барлиқ чрҗ типлиқ айрупиланлар үстидин тәкшүрүш елип беришни башлиған. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.