Японийиниң икки йолучилар айропиланиниң шаңхәй айродромиға қонуши рәт қилинди


2006.12.01

Хитайниң шаңхәй шәһиригә қарап учқан японийә һава йоллириниң бир транспорт айропилани билән бир йолучилар айропилани җүмә күни шаңхәй пудуң хәлқара айродромиға қонмақчи болғанда хитай һава қатнаш даирилириниң рәт қилишиға учриди.

японийә һава йоллири ширкити баянатчиси, хитай даирилири японийә айропиланлириниң елан қилинмиған сәвәбләр түпәйлидин шаңхәйгә қонушини рәт қилғанлиқини билдүрди. Мәзкур баянатчисиниң әскәртишичә, әйни чағда хитайлар шаңхәйдә һәрбий маневир елип бериватқан болуши мумкин. Вәқәдин кейин японийә айропиланлири токйоға қайтип кетишкә мәҗбур болған. Ройтерс ахбарат агентлиқи шу күнки хәвиридә шаңхәй айродроминиң җүмә күни алдин ала елан қилинмиған һәрбий маневир сәвәбидин 2 саәт тақалғанлиқини билдүрди. Ройтерс ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә пудуң хәлқара алдурдуми һава контрол мәркизиниң исмини ашкарилашни халимайдиған бир әмәлдари, айродром хитай мәркизи һәрбий ишлар комитетиниң буйруқиға бинаән тақалғанлиқини, айродромниң тақилиш сәвәбини "бу дөләт мәхпийәтлики" дәп тәкитлигән.

Хоңкоң мәтбуатлири айродромниң һәрбий маневир сәвәбидин тақалғанлиқини билдүрмәктә. Лекин хитай даирилири илгири бу йәрдә маневир өткүзүлидиғанлиқини елан қилип бақмиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.