Хитай, нефит вә башқа байлиқ мәнбәлириниң исрап қелинишни контрол қелиш үчүн нефиттин елинидиған баҗни көпәйтидикән
2007.03.20
Хитай дөләтлик тәрәққият вә ислаһат комитетиниң башлиқи макәй "һазир нефиттин елиниватқан баҗ бәкла төвән" дәйду. Макәй ниң билдүришичә, хитай һөкүмити һазир байлиқ мәнбәлириниң қалаймиқан ечилиши вә адәттин ташқири коп истимал қилиш қатарлиқ хаһишларни тосуш үчүн техиму қаттиқ баҗ елиш өлчими бекитиш үстидә излинивитипту.
Һазир хитайда һәр бир бак нефиткә қоюлидиған баҗ 2 йүәндин 4 йүәнгичә икән.
Тәңритағ ториниң йеқинда бәргән мәлуматиға қариғанда, 2006 -йили уйғур елиниң нефиттин ғәзиниләштүрүлгән баҗ кирими 16 милярд 400 милйон йүән әтрапида болғанлиқи мөлчәрләнгән. Хәвәрдә йәнә уйғур елиниң 11 вилайәт, област, 35 наһийисидә нефит байлиқ мәнбәси бар икәнлики оттуриға қоюлған.
Уйғур көзәткүчиләр, гәрчә уйғур елидә һәр йили нәччә он милярд йүән нефиттин керидиған баҗ ғәзиниләштүрүлүп келиватқан болсиму, лекин буларниң йәрлик хәлқниң турмуш әһвалини яхшилашқа сәрп қилинишидин гуман қилидиғанлиқини билдүрүшти. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай чәтәлдин нефит импорт қилиш қәдимини тезләтмәкчи
- Дунядики чоң нефит ширкәтлири хитай нефит базарлириға кирди
- Хитай нефит базири ечиш һәққидә бәлгилимә чиқарған
- Хитай -түркмәнистандин нефит гази импорт қилиш газ туруба қурулушини мақуллиди
- Хитай йеңи йилда бир йүрүш йеңи қанун-қаидиләрни йолға қойди