Хитайда бала ишчиларни експилататсийә қилиш мәсилиси күнсери җиддийләшмәктә
2007.09.03
Дүшәнбә күни, мәркизи хоңкоңдики хитай әмгәк хәвәрлири исимлик кишилик һоқуқ тәшкилати бир доклат елан қилип, хитайда сәбий балиларни ишлитиш мәсилисиниң күнсери еғирлишиватқанлиқини билдүрди.
" Кичик қоллар" дәп аталған мәзкур доклатта, әгәр һөкүмәт җиддий тәдбир қолланмиса, хитайда бала ишчиларни експилататсийә қилиш қилмишиниң давамлишидиғанлиқи тәкитләнгән.
Доклатта ейтилишичә, хитай һөкүмити, икки ай бурун хитайниң шәнши өлкисидә оттуриға чиққан қара хумдандики қул ишчилар сәтчиликидин кейинму, ишчиларниң болупму бала ишчиларниң експлататсийисини тохтитиш үчүн җиддий вә кәң көләмлик бир тәдбир алмиған.
Франисйә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай әмгәк хәвәрлири тәрипидин елан қилинған доклат, хитай һөкүмәт хадимлири, оқутқучилар, фабрика вә кархана игилири, бала ишчилар вә уларниң ата-анилири билән елип берилған сөһбәтләр асасида тәйярланған.
Хитайдики қол ишчилар сәтчилики июн ейида оттуриға чиққан иди. Хитай даирилири һазирғичә қара хумданларда ишлитилгән 576 нәпәр қул ишчиниң қутқузулғанлиқини, уларниң пәқәт 41 иниң бала ишчи икәнликини билдүргән.
Ата-анилар болса , йәрлик һөкүмәт даирилири вә сақчиларниң қол ишчилар мәсилисини көрмәсликкә селип, уларниң бу мәсилини тәкшүрүш тоғрисидики тәләплирини давамлиқ рәт қилип кәлгәнликини билдүрмәктә. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң шәнши өлкисидә йәнә қул ишчилар байқалди
- Хитай һөкүмити уйғур елигә пахта теришкә барған көчмән хитайларни мукапатлимақчи
- Қара хумдан вәқәсигә алақидар 95 нәпәр һөкүмәт хадимиға җаза берилди
- Хумдан "қул ишчи" сәтчиликигә алақидар он нәччә адәмни сотлаш башланди
- Иш ташлап намайиш қилған аққун ишчилар һуҗумға учриди
- Җисманий хорлуққа учриған "қул ишчилар" ниң сани 53 миңға йәткән
- Шәншидики "қара хумдан" вәқәсидә сақчи вә йәрлик әмәлдарларниң қоли бар
- Ишчиларни хорлаш қилмишлири давамлиқ паш болмақта
- Шәншидики қара хумданлиқтин йәнә 80 қул ишчи қутқузулди