Ло гән, " дүшмән күчләр" ни бастуридиғанлиқини җакарлиди


2005.02.28

Хитай һөкүмитиниң юқири дәриҗилик бир әмәлдари, хәлқ қурултийи вә сияси мәслиһәт кеңәшиниң йиғини ечиливатқан бир мәзгилдә, дөләт бихәтәрликигә тәһдит салған " дүшмән күчләр" ниң бастурулидиғанлиқини елан қилди. Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу сөзләрни хитай компартийисиниң аманлиқ ишлириға мәсул әмәлдари ло гән, компартийиниң орган әпкари "әмилийәт" жорнилида язған мақалисида тәкитлигән.

Хәвәрләргә қариғанда хитай һөкүмити икки йиғинниң бихәтәрлики үчүн бейҗиң шәһири бойичә 650 миң кишини сәпәрвәр қилған. Бейҗиң шәһәрлик сақчи идариси өткән һәптә бейҗиң шәһиридики айродурум, пойиз истансиси, меһманхана, аптобус бекити вә сода сарай қатарлиқ орунлардики бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткән иди.

Сақчилар дүшәнбә күнидин башлап бейҗиңға кириш рухсәтнамиси алмиған машиниларниң шәһәргә киришини чәклигән. Франсийә ахбарат агентлиқи, лу гәнниң тибәт билән уйғур аптоном районида муқимлиқни қоғдашниң әһмийити тоғрисида тохталғанлиқини билдүрди.

Лу гән, мәмликәт ичидики дүшмәнләргә актип зәрбә бериш вә уларни контрол қилиш, мәмликәт сиртидики дүшмән күчләргә қарши үнүмлик тәдбир елишни тәләп қилған. Бирақ у, мәмликәт сиртидики дүшмән күчләрниң кимләрни көрситидиғанлиқини тилға алмиған. Б д т ниң кишилик һоқуқ комитети өткән һәптә тәкшүрүш доклати елан қилип, хитай әдлийә органлирини сияси мәқсәтләр үчүн хизмәт қилиш билән әйиблигән иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.