Хунәнниң юңҗу шәһиридики топилаңни бастуруш буйруқини ким чүшүрди ?


2007.03.16

Хоңкоңда чиқидиған " асия һәптилик жорнили" ниң хәвәрқилишичә, хунән өлкисиниң юңҗу шәһири җушән базиридики пуқралар билән қораллиқ сақчилар арисида тоқунуш йүз бәргән. Кәң көләмлик исянни бастуруш буйруқини хитай дөләт рәиси ху җинтав чүшүргән. Хитай даирилири вәқәдә өлүм -йитим вәқәси йүз бәргәнликини рәт қилған болсиму, лекин юңҗу шәһиридики вәқәни өз көзи билән көргүчиләр топилаңда аз дегәндә бир адәм өлгәнликини билдүрмәктә.

Һөкүмәт 13 - март күни бир дивизийә қораллиқ сақчи қисимини йөткәп келип топилаңни бастурған. "Асия һәптилик журнили" ниң хәвиригә қариғанда, топиңлаң йүз бәргәндин кейин һөкүмәт әтраптики районлардин запас қораллиқ қисимларни йөткәпла қалмай, йәнә машинилашқан бир дивизийә қораллиқ сақчи қисимини йөткигән. Хитайниң һәрбий қануни бойичә бир баталийондин юқири дәриҗилик әскири қисимларни йөткәшкә тоғра кәлсә, чоқум хитай мәркизи һәрбий ишлар комитетитиниң тәстиқини елиш керәк. " Асия һәптилик җорнили" ниң әскәртишичә, йәрлик қораллиқ сақчиларниң нәччә миң кишилик топилаңни бастурушқа күчи йәтмигәндин кейин, ярдәмчи қисимларни йөткигән болуши мумкин.

Нөвәттә юңҗудики топилаң пүтүнләй бесқитурулған болсиму, лекин йәрлик даириләр пуқраларни вәқә тоғрисида мухбирларға баянат бәрмәсликкә агаһландурмақта икән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.