Бейҗиң бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти
2004.09.27
Бейҗиң сақчи даирилири хитайниң дөләт байрими һарписида, террорлуқ һәрикәтләргә қарши бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти.
Фирансийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бейҗиң сақчилири һәр қайси сода мәркәзлири вә аммивий сорунлардики бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтип, вәқә садир болушниң алдини алмақта икән. Бейҗиң сақчи даирилири баянатчисиниң билдүришичә, террорчилиққа қарши туруш вә партлитиш вәқәлириниң алдини елиш хизмити нөвәттә сақчиларниң байрам мәзгилидә бихәтәрликни қоғдаштики әң муһим хизмитигә айланған.
Униң илгири сүришичә, әгәр бирәр вәқә йүз бәргәндә, бейҗиңдики алаһидә қисим сақчилири бәш минот ичидә һәр қандақ бир сода мәркизигә йетип баралайдикән.
Фирансийә ахбарат агенитлиқиниң билдүришичә, хитай җәмийитидә иҗтимаий тәңсизлик вә ишсизлик ниспитиниң ишишиға әгишип, һәр хил партлитиш, от қоюш вә зәһәрләш вәқәлири көпләп йүз бәрмәктә. (Арзу)