Тәйвән пирезденти чин шүйбийән дөләт байрими мунасивити билән сөз қилди
2004.10.10
Тәйвән пирезденти чин шүйбийән 10 - өктәбир дөләт байрими мунасивити билән нутуқ сөзләп, тәйвән боғузиниң икки қирғиқидики җиддий мунасивәтни яхшилаш үчүн, униң хитай һөкүмити билән сиясий алақә бағлашни ойлишишни халайдиғанлиқини билдүрди.
У нутуқида, хитай дөләт рәһбәрлирини тәйвән билән бирликтә "һәрикәт низами" түзүп чиқишқа чақирди һәмдә һәрбий һазирлиқни контрол қилиш вә һәр хил өз ара ишәнчни илгири сүридиған тәдбирләрни қоллунуш арқилиқ, икки қирғақ мунасивитидики җиддийчиликни пәсәйтишкә дәвәт қилди.
Чин шүйбийән сөзидә йәнә "икки тәрәп раюнниң муқимлиқини қоғдаш вә пүтүн дуняға хәвп елип келиштин сақлиниш үчүн, диалог башлашни истәш керәк" диди. У, 92 - йилидики хоңкоң сөһбитиға асасән икки тәрәп қубул қилалайдиған бир лаһийини түзүп чиқип, икки қирғақ сөһбитигә тәйярлиқ көрүш керәкликини оттуриға қойди.
Хитай һөкүмити тәйвәнни өзиниң бир қисмий дәп қарайдиған болуп, зөрөр болғанда қорал күчи билән тәйвәнни бирликкә кәлтүридиғанлиқини билдүрүп кәлмәктә. Тәйвән нөвәттә хитайдин килидиған һәр қандақ һоҗумға тақабил туруш үчүн, америкидин 18 милярд доллар қиммитидики қорал сетивелишни ойлашмақта. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән, японийәниң нормал дөләтлик орниға қайтип келишини қарши алиду
- Тәйвән президенти моңғолийиниң өз вақтида мустәқиллиқни таллиғанлиқини мәдһийилиди
- Чен шүйбийән ху җиңтавниң һәрбий тәһдитни пәсәйтмәйдиғанлиқини билдүрди
- Тәйвән дөләт мудапиә министирлики хитайни нишанлиған һәрбий хираҗәт доклатини елан қилди
- Җияң земин, тәйвәнгә қорал ишлитиштин ваз кәчмәсликни оттуриға қойди
- Чин шүйбийән: хитай һакимийтидики өзгиришләрдин башқичә үмид күтмәслик керәк
- Җияң земин хитай армийисини компартийә вә хо җинтавни қоллашқа чақирди
- Җаң земин, мәркизи һәрбий ишлар кометитиниң рәисликидин айрилди
- Хитай чен шүйбийәнниң "тәйвән" аталғусини ишлитиш тәлипини әйиблиди
- Хоңкоң парламент сайлиминиң нәтиҗиси елан қилинди