Б д т тән җазасини тәкшүрүш әмәлдари уйғур аптоном районини зиярәт қилиду


2005.08.23

Б д т кишилик һоқуқ комитетиниң сәйшәнбә күни ашкарилишичә, мәзкур органниң тән җазасини тәкшүрүш әмәлдари бу йил 11 вә 12 - айларда уйғур аптоном райони, тибәт вә хитайни зиярәт қилиду.

Кишилик һоқуқ комитетиниң тән җазасини тәкшүрүш әмәлдари манфрид новак,11 - айниң ахирлири вә 12 - айниң башлирида уйғур аптоном райониниң үрүмчи вә ғулҗа шәһәрлирини шундақла тибәт мәркизи ласа, бейҗиң вә җинәнләрдә тәкшүрүш елип бариду.

Кишилик һоқуқ комитетиниң сәйшәнбә күни елан қилған баянатида тәкитлишичә, б д т пәвқуладдә хадими тәкшүрүш елип бериш җәрянида һөкүмәт даирилири, аммиви җәмийтәләрниң вәкиллири вә башқилар билән көрүшүп, түрмиләрни зиярәт қилидикән.

Манфрид новак бу йилниң башлири бейҗиң һөкүмити тәрипидин хитайни зиярәт қилишқа тәклип қилинған. Бирақ униң түрмиләрни зиярәт қилиш, мәһбуслар билән тәнһа сөһбәт елип бериш тәлипи рәт қилинған иди.

Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин бери б д т кишилик һоқуқ хадимлириниң хитайда тәкшүрүш елип беришиға қисмән йол қойған болсиму, әмма тәкшүргүчиләрниң тән җазаси тоғрисидики тәнқидини қобул қилишни рәт қилип кәлди.

Б д т ниң тән җазасини тәкшүрүш мәсилилир бойичә сабиқ әмәлдари тйо вән бовен, өткән йили хитайда елип баридиған тәкшүрүшини кечиктүргән иди. Чүнки бейҗиң һөкүмити униң уйғур аптоном райони қатарлиқ бәзи җайлардики түрмиләрни тәкшүрүшигә рухсәт қилмиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.