Хитай, б д т кишилик һоқуқ комитети билән һәмкарлиқ келишими түзди
2005.08.31
Хитай һөкүмити чаршәнбә күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ комитети билән хитайниң қанун сестимисидики ислаһат һәққидә һәмкарлиқ келишими түзди. Бу, хитайниң б д т ниң, "хәлқара пуқраларниң һоқуқи вә сиясий һоқуқ әһдинамиси"ни қобул қилишидики дәсләпки басқуч дәп қаралмақта.
Бу келишим хитайниң юқири дәриҗилик депломатлири билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ комиссари луис арбор ханим оттурисида түзүлди. Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, келишим бойичә, б д т кишилик һоқуқ комитети хитайниң,түрмә җазаси орниға башқа усулларни қоллинишиға , җинайи ишлар қануни, адвукатлар қануни вә алақидар қанун- бәлгилиләрни өзгәртишигә ярдәм беридикән.
Бу арида америкиниң хитайдики әлчиханиси чаршәнбә күни, луис ханимниң хитайдики зиярити мәзгилидә, хитай даирилириниң бейҗиңдики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң ишханисиға бөсүп кирип, кишилик һоқуқ паалийәтчилирини нәзәрбәнткә алғанлиқ вәқәсигә алаһидә көңүл бөлүдиғанлиқини һәмдә әгәр бу хәвәр раст болса, у һалда хитайниң бу һәрикитиниң хәлқара кишилик һоқуқ өлчимини очуқ-ашкара дәпсәндә қилиш болуп һесаблинидиғанлиқини билдүрди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң һөкүмити б д т кишилик һоқуқ әмәлдариниң зияритини җәрянида өктичиләрни назарәт қилишни күчәйтти
- Б д т кишилик һоқуқ комитетиниң рә иси хитайни зиярәт қилмақчи
- Б д т тән җазасини тәкшүрүш әмәлдари уйғур аптоном районини зиярәт қилиду
- Хитай, б д т бихәтәрлик кеңишини кеңәйтиш тәклипигә қарши чиқти
- Б д т кишилик һоқуқ әмәлдарлири хитайни зиярәт қилмақчи