Дөләт байрими һарписида бейҗиңда қолға елиш һадислири йүз бәрмәктә
2006.10.03
Радиомизниң игилигән хәвиридин мәлум болушичә, биринчи өктәбирдин буян, бейҗиң тйәнәнмен мәйданида нәччә йүз адәм қолға елинған һәмдә қолға елинғанларниң һәммиси дегидәк мәркизи һөкүмәт орунлириға әрз сунмақчи болған давагәрләр икән.
Радиомизниң игилишигә, тйән ән мин мәйданидики адәм тутуш қилмишлири биринчи өктәбир күни әтигән саәт бәшләр әтрапидила башланған. Өктәбир алдида бейҗиңға дәваға барған ни йүләнниң мәлум қилишичә, тйән ән мин мәйданидики сақчилар мәзкур мәйданға саяһәткә кәлгән кишиләрниң сомкисиниму бир -бирләп тәкшүрүп чиққан. 1 - Өктәбир күниниң өзидила , мәзкур мәйданда 300 гә йеқин адәм сақчилар тәрипидин тутуп кетилип, маҗялув дегән йәргә апирип қамалған.
Бейҗиңға берип әрз сунмақчи болған ду миңруңниң мәлум қилишичә, биринчи өктәбир күни тйән ән мин мәйданида адәм тутқан сақчиларниң формисида сақчи бәлгиси бәлгиси болмиған болуп, уларниң қолға алған кишиләргә болған позитсийиси интайин қопал болған.
Бейҗиң сақчилири өктәбир байрими йетип келиштин бурунла к тазилаш хизмитини башливәткән.