Хитай диний сорунларни башқуруш тоғрисидики йеңи бәлгилимисини рәсми йолға қойиду


2005.02.28

Бейҗиң һөкүмити, хитайниң диний сорунларни башқуруш тоғрисидики йеңи бәлгилимә пуқраларниң диний етиқат әркинликини техиму яхши капаләткә игә қилиду, дәп ақлимақта. Бирақ мәзкур бәлгилимини тәнқид қилғучилар, йеңи бәлгилимә хитай даирилириниң диний мәзһәбләрни техиму қаттиқ бастурушиға қануни асас яритип беришидин әнсирәйдикән.

Хитай мәтбуатлириниң хәвиридә , диний сорунларни башқуруш бәлгилимисини пуқраларниң хитай асаси қанунидики диний - етиқат һоқуқини қанун билән қоғдаш шәклигә игә қилди, дәп мәдһийилигән. Хитайниң һазирқи диний сорунларни башқуруш бәлгилимисидә, пуқраларниң һөкүмәт тизимликиниң сиртидики мәсчит вә черкавларда ибадәт қилишини чәклигән.

Йеңи бәлгилимә мәсчит, черкав вә ибадәтханиларниң өшрә-закат йиғиш, ианә топлаш, мал - мүлк һоқуқи шундақла талипларни тәрбийиләш қаидиси қатарлиқни өз ичигә алған. Йеңи бәлгилимидә " пуқраларни динға ишиниш яки ишәмәсликкә мәҗбурлиғанларниң җинайи җавапкарлиқи диний ишлар даирилири тәрипидин сүрүштүрилиду," дәп язған.

Мәзкур бәлгилимини тәнқид қилғучилар, йеңи бәлгилимә хитай һөкүмитиниң диний мәзһәпләрни бастурушиға қанунни асас яритидиғанлиқини илгири сүрмәктә. Мәркизи ню - йорктики хитай кишилик һоқуқ җәмийитиниң хадими николас бекюлин, йеңи бәлгилимидики юқириқи маддиларни диний етиқат һоқуқини қағдимақчи болған кишиләрни җазалаш үчүн ишлитиш мүмкин, дәп көрсәткән. Диний сорунларни башқуруш йеңи бәлгилимә дүшәнбә күндин башлап рәсми күчкә игә болиду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.