Бомба тәһдиди бийҗиң сода йәрмәнкисиниң ечилишини кечиктүрди


2004.09.20

Франсийә агентлиқиниң бейҗиңдики бир сода йәрмәнкисиниң ечилиши бомба тәһдиди сәвәбидин кечикитүрүлгәнлики хәвиридә ейтилишичә, бейҗиң сақчи даирилиригә әвәтилгән бир хәттә, йәрмәнкә өткүзүлидиған җайға бомба қоюлғанлиқи билдүрүлгән.

Сода йәрмәнкиси бейҗиң ишчилар тәнтәрбийә сарийида ичилмақчи икән. Лекин бейҗиң сақчи даирилири йәкшәнбә күни йәрмәнкиниң тәшкиллигүчилирини вәқәдин хәвәрдар қилған. Тәнтәрбийә кийим-кечәклирини асас қилған мәзкур йәрмәнкә -9 айниң -19 күнидин -28 күнигичә ичилмақчи икән.

Бейҗиң сақчи даирилири вәқә һәққидә тәкшүрүш елип бериватқанлиқини билдүрди. Лекин улар вәқә тоғрисида тәпсили мәлумат бириштин өзлирини қачурмақта. Өткән шәнбә күни мәзкур тәнтәрбийә сарийида бир консирт өткүзүлгән икән.

Бу арида бейҗиң сақчи даирилири бир банкиға бомба қойолғанлиқини, тәһдид қилған бир кишини қолға алғанлиқини билдүрди.

Хәвәрләргә қариғанда, мәзкур киши май ийидин бири үч қетим сақчиларға телефон қилип, бейҗиң шәһири ичидики бир банкиға бомба қойғанлиқини билдүрүп, тәһдид салған икән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.