Хитай бейҗиң хәлқара айродроминиң бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти
2008.02.22
Хитай даирилири шәрқий түркистан күчлириниң бейҗиң олимпик йиғиниға һуҗум қилиш пилани қурғанлиқини елан қилғандин кейин, бейҗиң хәлқара айродромида бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтип, бомба байқаш әсваби, машина җаһазлирини вә айродромниң өтүшмә нуқтилириға сақчи понкитлирини қурған.
" Хәлқ гезити" ниң бу һәқтики хәвиридә, бейҗиң айродромидики сақчиларниң"бомба байқаш әсваби, рентиген машиниси, һәрикәтчан җаһазилар, зораванлиққа қарши туридиған електроник машина әслиһәлири билән қоралландурулғанлиқини" билдүрди.
Хәвәрдә әскәртишичә, даириләр айродром әтрапида бихәтәрлик чәмбирики қуруп, айродромға баридиған пүтүн йолларда сақчи понкитлирини тәсис қилиш, айродром хизмәтчилириниң арқа көрүнүшини тәкшүрүшни йолға қойидикән. Ройетирс ахбарат агентлиқи җүмә күнки хәвиридә, хитай даирилириниң бихәтәрлик тәдбирини хитай ташқи ишлар министирлиқи әмәлдари ню чиңбавниң алдинқи күни белгийә пайтәхти бреюселдики бир йиғинда "шәрқий түркистан күчлири олимпик йиғиниға һуҗум қилиш пилани қурди" дегән сөзлиригә бағлиди һәмдә хитай көчмәнлириниң нефит байлиқи мол уйғур юртиға еқип кириши йәрлик хәлқниң ғәзипини қозғаватқанлиқини язди.
Лекин хитай ташқи ишлар министирлиқи әмәлдариниң сөзини тәнқид қилғучилар, уйғурларниң олимпик йиғиниға һуҗум қилиш пиланиниң болуши мумкин әмәсликини, бу пәқәт хитай даирилириниң хәлқара җәмийәткә бәргән олимпик мәзгилидә кишилик һоқуқни яхшилаш вәдисини иҗра қилмаслиқниң бир баһаниси икәнликини. Чүнки бихәтәрлик сәвәби вәдисидә турмаслиқниң әң яхши баһаниси болалайду, дәп қаримақта. Лекин хитай һөкүмити кишилик һоқуқ һәққидики пүтүн тәнқидләрни рәт қилип, олимпик билән кишилик һоқуқни арилаштуруветишкә қарши турди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һолливуд режиссориниң олимпикқа қатнишиштин ваз кәчкәнликигә қарита инкас қайтурди
- Холливутниң филим директори спилберг әпәнди бейҗиң олимпик мусабиқисидин чекинди
- Нобел мукапати саһиплири хитай президенти ху җинтавға хәт язди
- Җәнубий астанә гезитиниң муавин баш муһәррири қоюветилди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати : хитай кишилик һоқуқ вәдисидә турмиди
- Олимпиккә йерим йил қалған пәйтләрдә хитай һәр түрлүк мәсилиләргә дуч кәлмәктә
- Хитайда уйғур ахбарат саһәси техиму еғир тәқип астида
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди
- Хитайниң қирғинчилиқ олимпики
- Бейҗиңниң һава келимати чәтәллик тәннтәрбийә маһирлирини үмидсизләндүрмәктә
- Хитайда һәр йили 100 миңдин артуқ ишчи иш үстидә қаза қилмақта