Олимпик комитети әмәлдариниң бейҗиң олимпик мусабиқиси һәққидики сөзи тәнқидкә учриди
2007.07.13
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири җүмә күни хәлқара олимпик комитети әмәлдариниң бейҗиң олимпик мусабиқиси вә кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидики мәйданини тәнқид қилди.
Хәлқара кишилик һоқуқ федиратсийиси вә дуня тән җазасиға қарши туруш тәшкилати қатарлиқ органлар, хәлқара олимпик комитетиниң бейҗиң олимпик мусабиқисини маслаштурғучи әмәлдари хәйин вербругенниң өткән һәптә қилған бейҗиң олимпик мусабиқиси һәққидики сөзлири хитайни кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә күшкүрткәнлик, дәп әйиблиди. Хәйн вербруген өткән һәптә қилған созидә бәзи иҗтимаий паалийәтчиләрни бейҗиң олимпик мусабиқисидин пайдилинип өзиниң тәшвиқатини елип бармаслиққа чақирған вә бейҗиң олимпик мусабиқисидин артуқчә үмид күрмәсликни тәкитлигән иди.
юқириқи 2 хәлқара тәшкилат вербругенға язған очуқ хетидә, униң сөзи олимпик роһиға хилап болупла қалмай, хәлқара олимпик комитетиниң әхлақий принсипиға зит, дәп көрсәтти. Очуқ хәттә йәнә мундақ дәйду:" сиз бәзи кишиләр олимпик мунбиридин пайдилинип кишилик һоқуқ тәшвиқати елип бармақчи, дәпсиз шундақла бейҗиң олимпик мусабиқиси тәйярлиқ комитетидин бу ишқа кишилик һоқуқ мәсилиси арилишип қелишдин сақлиниш үчүн тәдбир елишни тәләп қилипсиз. Бу кишилик һоқуқ паалийәтчилирини системилиқ түрдә бастуриватқан бейҗиң даирилирини илһамландурупла қалмай, кишилик бихәтәрлики интайин қийин әһвалда турған кишилик һоқуқ паалийәтчилирини техиму хәтәрлик әһвалға итәргәнликтур."
Очуқ хәттә, вербругендин бейҗиң һөкүмити олимпик мусабиқисидин пайдилинип кишилик һоқуқ паалийәтчилирини бастурмаслиқи керәклики шундақла хәлқара олимпик комитети б д т кишилик һоқуқ омуми әһдинамисини қоллайдиғанлиқи тоғрисида ашкара пикир билдүрүшни тәләп қилди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилирини қоллайду
- Бейҗиң олимпикида ишлитилиш үчүн қурулуватқан тиктак топ залиға от кәтти
- Хитай армийиси бейҗиң олимпик мусабиқисида бихәтәрликни қоғдаш хизмитигә қатнишиду
- Җеҗяң өлкисидә өйидин көчүшкә мәҗбурлаш сәвәбидин тоқунуш йүз бәрди
- Кишилик һоқуқ йиғиниға қатнишиш үчүн йолға чиққан хитай әйдиз паалийәтчисиниң аяли айродромда тосуп қелинди
- Хитай бейҗиңда олимпик мунасивити билән мәҗбурий өй көчүргәнликини инкар қилди
- Хитай олимпик мунасивити билән рабийә қадир башлиқ бир қанчә уйғурниң һәрикитигә диққәт қилишни бәлгилигән
- Бейҗиң олимпик йиғини вә униң бихәтәрлик мәсилиси
- Хитайниң нәзиридә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқиди "олимпикни сиясийлаштуруш"
- Чен шүйбийән : тәйвән қайта мустәқиллиқ елан қилмайду