Чен шуйбйән америкиниң "бир җуңго" принсипини өзгәртишини тәләп қилди
2007.02.22
Тәйвән президенти, пәқәт тәйвән хәлиқиниңла тәйвәнниң келәчики вә икки қирғақ мунасивәтлириниң қандақ болуши һәққидә қарар берәләйдиғанлиқини тәкитләп, америка һөкүмитиниң "бир җуңго" принсипини өзгәртиш вақти кәлгәнликини билдүрди.
Чин шүйбйән чаршәнбә күни тәйбейдә, тәйвәнни зиярәт қиливатқан америка дөләт мәҗлиси әзаси стеф кобат билән учришш җәрянида бәргән баянатида": игилик һоқуқи вә демократийә принсиплириға асасән һечким икки қирғақ мунасивәтлириниң тәрәққияти үчүн қайтидин бирлишиш бирдин - бир йол дейиш һоқуқиға игә әмәс" деди. Чен шуйбйән йәнә, стиеф кобатниң америка һөкүмитиниң "бир җуңго" принсипини қайтидин көздин кәчүрүши керәклики тоғрисида шундақла тәйвән һөкүмәт хадимлириниң америкини зиярәт қилишиға рухсәт берилиши һәққидә елип бериватқан һәрикитигә рәһмәт ейтти.
Хитай вә америка һөкүмити, чин шүйбйәнниң өткән йили чағанда тәйвәндә гоминдаң һакимийити дәвридә қурулған вә хитай билән қайтидин бирлишиш ирадисиниң символи һесабланған бир қисим органларни бикар қилип ташлиғанлиқиға қаттиқ инкас қайтурған иди.
Чин шүйбйән америка дөләт мәҗлиси әзаси стиеф кобат билән елип берилған сөһбәткә қатнашқан америка - тәйвән институтиниң мудири, мундақчә қилип етйқанда америкиниң тәйвән дипломатийә ишханисиниң мудири стефан юңға, бу чағанда өткән йилдикигә охшаш, җиддий сиясий қарарлар алмайдиғанлиқини, буниңдин хатирҗәм болушини ейтқан. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чин шүйбйән дөләт игиликидики икки чоң ширкәтниң исмидики "хитай" сөзини "тәйвән" дәп өгәртивәтти
- Тәйвән әмәлдарлири америкида хитай мәсилисини оттуриға қойди
- Тәйвән даирилириниң тарих дәрсликини қайта өзгәртиши ғулғула қозғиди
- Хитай америкиниң тәйвәнгә қорал сетиш сияситигә қаттиқ нарази
- Америка тәйвән мустәқиллиқини қоллимаймиз, деди