Хитайниң омумий хәлқ қурултийи киләр йили бөлүнүшкә қарши қанунни музакирә қилиду
2004.12.26
Хитай хәлқ қурултийи даимий комитети, бөлүнүшкә қарши қанун лайиһисини киләр йили 3 - айда хитай омумий хәлқ қурултийиниң музакирә қилишиға қойидиғанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмитиниң зувани болған шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай хәлқ қурултийи даимий комитетиниң әзалири йәкшәнбә күни 13 - нөвәтлик йиғинида мәзкур қанун лайиһисини үстидә музакирә елип берип, “бөлүнүшкә қарши қанунни тикләш интайин зөрүр” дәп көрсәткән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси өткән һәптә мәзкур қанунни тикләшниң бирдин - бир мәқсиди, тәйвәндики бөлгүнчи күчләрни чәкләш дәп билдүргән. У йәнә бу қанунниң районниң бихәтәрлики вә тинчлиқини илгири сүридиғанлиқини көрсәткән иди.
Бирақ, тәйвән даирилири болса, бу қанун лайиһисини баштин- ахир әйибләп кәлмәктә. Тәйвәнниң қаришичә, бу қанун, хитай һөкүмитиниң тәйвәнгә һуҗум қилишидики қануний асасқа айлинидикән. Хитай һөкүмити тәйвәнни өзиниң бир өлкиси дәп қариғанда, әгәр тәйвән рәсмий мустәқиллиқ елан қилсила, униңға һуҗум қилидиғанлиқи һәққидә тәһдид ишлитип кәлмәктә. (Арзу)