Тәйвән, хитайниң бөлүнүшкә қарши қанунини бир күшкүртүш дәп көрсәтти


2004.12.27

Тәйвәнниң хитай ишлири кеңишиниң рәиси җозиф ву дүшәнбә күни хитай һөкүмитиниң бөлүнүшкә қарши қанун лайиһисини җидди бир күшкүртүш һәрикити дәп көрсәтти . У хәлқара җамаәтчиликни бейҗиңниң бу пиланини тохтитиш үчүн тәйвәнгә ярдәм беришкә чақирди .

Көпчилккә мәлум болғандәк, хитай хәлқ қурултийи мушу һәптә ичидә бөлүнүшкә қарши қанун лайиһисини музакирә қилиду. Сиясий анализчиларниң ейтишичә, мәзкур қанун лайиһиси, тәйвән мустәқиллиқини елан қилса, хитайниң тәйвәнгә қарши һәрбий күч ишлитиш үчүн қануни асас яритип беридиған бәзи маддиларни өз ичигә алидикән .

Тәйвәнниң чоң қуруқлуқ ишлири кеңишиниң рәиси җозиф ву тәйбейдә мухбирларға бәргән баянатида, "бу қанун лайиһиси тәйвән үчүн елип ейтқанда, мәвҗут вәзийәтни бир тәрәплимә өзгәртиш , җидди бир күшкүртүш вә вәзийәтни сәвәпсиз җиддиләштүрүш һәрикити һесаблиниду. Шуңа мән хәлқара җамаәтчиликни вақитни кичиктүрмәй, хитайниң бу һәрикитини тохтитишқа чақиримән" диди .

Униң ейтишичә, мәзкур қанун лайиһиси хитайниң өзини- өзи идарә қиливатқан, демократик тәйвәнгә қарши һәрбий күч ишлитиш ғәризини қанунлатурушни мәқсәт қилидикән . (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.