Хитай "бөлүнүшкә қарши қанун лайиһиси" ни 3 -айда қарарлимақчи


2004.12.29

Хитай "бөлүнүшкә қарши қанун лайиһиси" ни келәр йили 3 - айда ечилидиған мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң 3 - йиғинида сайлам арқилиқ бекитидикән.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай хәлқ қурултийи пәқәт хитай компартийә рәһбәрлириниң қарарини шәртсиз мақуллайдиған қорчақ орун болғачқа, шуңа 3 - айда бу қанун лайиһисиниң хәлқ қурултийида муқәррәр мақуллинидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

Хитай даирилири "бөлүнүшкә қарши туруш қанун" ини турғузуштики бирдин-бир мәқсәтниң тәйвәнниң айримичилиқ күчлиригә тақабил туруш һәмдә бу районниң тинчлиқи вә муқимлиқини илгири сүрүш икәнликини билдүргән.

Тәйвән даирилири хитайниң бөлүнүшкә қарши туруш қануниниң, тәйвәнгә қорал күчи билән һуҗум қилишиға қануний асас яритиш икәнликини әйибләп кәлди.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.