Әгәр бейҗиң "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ни чиқарса, тәйвән икки қирғақ сияситини қайта көздин кәчүриду
2005.03.07
Тәйвән чоң қуруқлуқ комитетиниң мудири ву җавйиң дүшәнбә күни бейҗиң даирилирини агаһландуруп, әгәр бейҗиң һөкүмити " дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ни мақуллиса, тәйвән һөкүмити һазирқи икки қирғақ сияситини қайта көздин кәчүриду, дәп көрсәтти.
Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, хәлқ қурултийиниң мәмликәтлик йиғини сәйшәнбә күни " дөләтни парчилашқа қарши туруш қанун лайиһиси" ни музакирә қилидикән. Ву җавйиңниң дүшәнбә күни мәркизи ахбарат агентлиқиға билдүрүшичә, тәйвәндики мәмурий органлар бейҗиң һөкүмитиниң " дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" мақулланғандин кейинки вәзийәткә қарши қандақ чарә - тәдбирләрни елишни ойлишип қойған.
Бирақ ву җавйиң, тәйвән һөкүмитиниң икки қирғақ сияситидики " тинчлиқ вә тәрәққият" ни асас қилған чоң йөлүниш өзгәрмәйдиғанлиқини билдүрди. Бу арида йәкшәнбә күни тәйвәндики гавшйоң, тәйбей қатарлиқ чоң шәһәрләрдә " дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ға қарши намайишлар өткүзүлди. Намайишни чен шүйбйәнниң һакимийәт үстидики димократийә тәрәққият партийиси билән сабиқ тәйвән президенти ли деңхуйниң тәйвән иттипақ партийиси тәшкиллигән. Намайишчилар хитай байриқини көйдүргән. Һәр иккила намайиш " тәйвәнни ютувелишкә қарши туруш, тәйвәнни қоғдаш" дегән шуар астида елип берилди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай сиясий кеңәш йиғинида "бөлүнүшкә қарши қанун лайиһиси"қизиқ темиға айланди
- Тәйвән иттипақ уюшмиси "йүтүвелишқа қарши қануни" ни түзүшни тәләп қилди
- Чен шүйбйән, бөлүнүшкә қарши қанунниң икки қирғақни техиму йирақлаштуридиғанлиқини билдүрди
- Хитай рәһбәрлири тәйвәнни бир җуңго принсипини етирап қилишқа үндиди
- Тәйвән җав зияңниң өлүмидин кейин хитайда сиясий ислаһат елип бирилишини тәләп қилди