Тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши қануни" ни әйиблиди


2005.03.09

Тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи чаршәнбә күни, "дөләтни парчилашқа қарши қануни" ниң хитайниң 5 йилдин 10 йилғичә болған арилиқта тәйвәнгә һуҗум қилишқа һазирланған тәйярлиқ икәнликини билдүрди.

Тәйвән дөләт мудапиә министири ли җйе чаршәнбә күнидики тәйвән парламентиниң дөләт мудапиә комитети йиғинида бу сөзләрни қилған болуп, у йәнә, мушу сәвәбтин мәзкур комитетниң, тәйвән һөкүмитиниң 3 түрдики қорал сетивелиш пиланини қоллишини тәләп қилди.

Ли җйе йәнә, тәйвән дөләт мудапиә министирлиқиниң, хитайниң һәрбий тәрәққиятиға аит бир қисим ахбаратларға еришкәнликини әскәртип, хитайниң 2006 - йилиғичә болған арилиқта, тәйвәнгә тоғрилап қойған қисқа мусапилиқ башқурилидиған бомбисиниң санини 800 гә, йеңи типтики көрәшчи айрупиланларни болса 400 гә йәткүзидиғанлиқини мөлчәрлиди.

Сәйшәнбә күни "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ниң хитай хәлқ қурултийиға тәстиқлашқа сунулиши хәлқара җәмийәттә инкас пәйда қилип, тәйвән вә америка һөкүмити буни дәрһал әйиплигән иди. Әмма хитай хәлқ қурултийи рәиси ву баңго чаршәнбә күни ташқи күчләрниң бу қанунға көрсәткән қаршилиқлирини қобул қилмайдиғанлиқини билдүрди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.