Хитай, америкиниң "дөләтни парчилашқа қарши қанун" чиқиришни қайта ойлишиш тәлипини рәт қилди
2005.03.10
Америка һөкүмити хитайдин " дөләтни парчилашқа қарши қанун" чиқиришни қайта ойлишишни тәләп қилғандин кийин, хитай һөкүмити пәйшәнбә күни буни рәт қилди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси куң чүән баянатида, "биз америкиниң бу қанун һәққидә қилған мәсулийәтсиз сөзлиригә қарши туримиз" деди. У йәнә америкини хитайни чүшүнүп, тәйвәнниң мустәқиллиқ хаишини өстүридиған иш қилмаслиққа чақирди.
Хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши қануни" киләр дүшәнбә күни хитайниң мәмликәтлик хәлқ қурултийда мақуллиниши мөлчәрләнмәктә. Бу қанунда, әгәр тәйвән мустәқиллиқ елан қилған шараитта, хитайниң тәйвәнгә қораллиқ һуҗум қилиши бәлгиләнгән.
Америка һөкүмити сәйшәнбә күни баянат елан қилип, " дөләтни парчилашқа қарши қанун" ни чиқиришниң тәйвән мәсилисини тинч йол билән һәл қилишқа пайдисиз икәнликини билдүргән һәмдә хитайдин бу һәқтә қайта ойлинишни тәләп қилған иди.
Бу арида, мустәқиллиқни қоллайдиған тәйвән демократийә- тәрәққият партийисиниң әмәлдарлири, өзлириниң 26 - март күни бәш йүз миң кишилик намайиш оюштуруп, хитайниң бикитмәкчи болған " дөләтни парчилашқа қарши қануни" ға қаршилиқ көрситидиғанлиқини билдүрди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши қануни" ни әйиблиди
- Тәйвән хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши туруш қанун лайиһиси" гә қәтий қаршилиқ билдүрди
- Әгәр бейҗиң "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ни чиқарса, тәйвән икки қирғақ сияситини қайта көздин кәчүриду
- Хитай сиясий кеңәш йиғинида "бөлүнүшкә қарши қанун лайиһиси"қизиқ темиға айланди
- Тәйвән иттипақ уюшмиси "йүтүвелишқа қарши қануни" ни түзүшни тәләп қилди