"Дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни", явропаниң имбаргони қалдурушиға пайдисиз болуши мумкин
2005.03.15
явропа иттипақидики әмәлдарлар, хитай хәлқ қурултийи тәрипидин алдинқи күни чиқирилған "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни", явропа иттипақиниң хитайға қойған қорал - ярақ имбаргосини бикар қилишиға пайдисиз, дәп көрсәтти. Бирақ явропа иттипақидики әмәлдарларниң ашкарилишичә, имбарго мәсилисини йәнила явропа иттипақи ташқи ишлар министирлириниң йиғини қарар қилидикән.
Франсийә ахбарат агентлиқи, брюсселдики исмини ашкарилашни халимайдиған әмәлдарларниң "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни", имбаргони бикар қилиш мәсилисидә бәзи кишиләрни иккиләндүрүши яки болмиди дегәндә имбаргони бикар қилиш вақит җәдвилидә арисалди қилиши мумкин," дәп қарайдиғанлиқини хәвәр қилди.
Хитай хәлқ қурултийи дүшәнбә күни тәйвәнгә қарши "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" мақуллап, қораллиқ қисимларға тәйвәнни тинч йоллар билән бирликкә кәлтүрүш мумкин болмиғанда һәрбий һуҗум қозғаш һоқуқи бәргән.
явропа иттипақи дүшәнбә күни елан қилған мәзкур қанун һәққидики баянатида, тәйвән билән хитайни күшкүртүш характерлик һәрикәткәрдин йирақ турушқа чақирған иди. явропа иттипақиниң баянатчиси, " биз бу мәсилидә һәр қандақ бир тәрәпниң қорал ишлитигә қарши туримиз шундақла......Биз һәр иккила тәрәпниң вәзийәтни җиддиләштүриветидиған бир тәрәплимилик һәрикәтләрдин йирақ турушқа үндәймиз," дәп көрсәткән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- яврупа бирлики хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши қанун" ниға инкас билдүрди
- Тәйвән "дөләтни парчилашқа қарши қанун" ни қаттиқ тәнқид қилди
- Хитай хәлқ қурултийи "дөләтни парчилашқа қарши қанун" ни мақуллиди
- яврупа бирлики хитайға қорал сетип бериштә қаттиқ чәклимә қоймақчи
- Ху җинтав, армийини һәр заман урушқа тәйярлиқ һаләттә турушқа чақирди