Хитай, тәйвәнни җиддий вәзийәт яратти дәп әйиплиди
2005.03.27
Хитай һөкүмити тәйвәнни, бейҗиңниң йеңидин чиқарған "дөләтни парчилашқа қарши қануни" ға қарши кәң көләмлик наразилиқ намайиши уюштуруш арқилиқ, җидди вәзийәт яритишқа урунди, дәп әйиплиди.
Хитай һөкүмитигә қарашлиқ шинхуа агентлиқи йәкшәнбә күни елан қилған обзорида, " тәйвәндики мустәқилчи күчләр, тәйвән боғизиниң муқимлиқи вә тинчлиқиға нисбәтән әң чоң тәһдид" дәп көрсәткән. Обзорда йәнә, "дөләтни парчилашқа қарши қанунидики тинчлиқсиз вастилар тәйвәндики бөлгүнчи күчләргә қаритилған. Тәйвән хәлқигә қаритилған әмәс" дейилгән.
Тәйвән президенти чин шүйбйән, нәччә он миңлиған намайишчилар билән бирликтә шәнбә күни тәйбей кочилириға чиқип намайиш өткүзүп, хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши қануни" ға наразилиқ билдүргән иди. Бу қанунда тәйвән һәқиқий мустәқиллиққа қарап маңған шараитта, тәйвәнгә қарита һәрбий һәрикәт елип бериш бәлгиләнгән.
Тәйвәнниң һакимийәттики демократийә тәрәққият партийиси, шәнбә күнидики намайишниң, хитай чоң қуруқлуқиниң таҗавузчилиқиға қарши турушта тәйвәнниң бирдәк уюшқақлиқини ипадиләшни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрди. Хәвәрләргә қариғанда, икки йүз миңдин артуқ намайишчилар тәйбейда охшаш болмиған 10 линийини бойлап намайиш өткүзүп, андин президент мәһкимисиниң алдидики мәйданға йиғилған. Улар тәйвәнниң демократийиси вә тинчлиқини қоғдайдиғанлиқини билдүрүшкән.
Америка вә башқа дөләтләр хитай һөкүмитиниң бу қанундин пайдилинип, тәйвәнгә һуҗум қилишидин әндишә қилмақта. Хитай болса, тәйвәнни өз территорийисиниң бир қисми дәп қарайду. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән мәмурий мәһкимиси америка билән болған һәрбий содисини мақуллиди
- "Дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни", явропаниң имбаргони қалдурушиға пайдисиз болуши мумкин
- Тәйвән "дөләтни парчилашқа қарши қанун" ни қаттиқ тәнқид қилди
- Хитай хәлқ қурултийи "дөләтни парчилашқа қарши қанун" ни мақуллиди
- Ху җинтав, армийини һәр заман урушқа тәйярлиқ һаләттә турушқа чақирди