Хитайда йилиға 400 миңдин артуқ киши һаваниң булғиниши сәвәблик балдур өлүп кетиду
2005.10.25
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хитай муһитни асраш даирилириниң елан қилмиған бир тәкшүрүш доклатидин игәллишичә, хитайда йилиға 400 миңдин артуқ киши, һава булғиниши сәвәбидин балдур өлүп кетиду.
Франсийә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бу тәкшүрүшни хитай дөләтлик муһит асраш идарисиниң тармиқидики бир академийә 2003 - йили елип барған. Улар йилиға 300 миң адәмниң өйниң сиртидики һава булғинишидин, 100 миңдин артуқ адәмниң өйниң ичидики һава булғинишидин келип чиққан өпкә, йүрәк қатарлиқ һәр хил кесәлликләрдин өлүп кетидиғанлиқини байқиған.
Дөләтлик муһит асраш идарисиниң бир хадими, бу санниң интайин еһтиятчанлиқ билән оттуриға қоюлғанлиқини билдүрүп, һава булғинишидин өлидиғанлар саниниң әмәлийәттә буниңдин көп болуши мумкинликини пәрәз қилған.
Хитай гәрчә һаваниң булғинишиға қарши тәдбир елишқа вәдә қиливатқан болсиму, әмма хитайдики һава булғинишиниң кишиләрниң саламәтликигә қандақ тәсир көрситиватқанлиқи һәққидики истатестикиларни ашкарилимайду.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай вә чәтәл мутәхәсислири хитайниң тез санаәтлишишиниң екелогийилик муһитқа еғир зиян селиватқанлиқини билдүрмәктә һәмдә һаваниң булғининиң кәлгүси 15 йил ичидә һазирқидин бәш һәссә еғирлишидиғанлиқини пәрәз қилишмақта. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қазақистандики балқаш көли тәһдиткә учримақта
- Ғәрбий диярниң екологийилик муһити иқтисадий тәрәққият еһтияҗини қандуралмайду
- Ғәзәпләнгән деһқанлар муһитқа зиянлиқ бир завутқа һуҗум қилған
- Уйғур аптоном районида муһит мәсилиси йилдин йилға еғирлашмақтикән
- Хитай аҗратқан муһит қоғдаш хираҗити толуқ ишлитилмигән