Хабаровски аһалиси зәһәрлик суниң шәһәргә йетип келишини әндишә билән күтмәктә
2005.12.01
Русийиниң йирақ шәрқ райониға җайлашқан хабаровски шәһири һөкүмәт даирилири вә шәһәр аһалиси суңхуаҗяң дәрясидики булғанған суниң хабаровски шәһиригә йитип келишини әндишә ичидә күтмәктә һәмдә бу зәһәрлик судин қандақ мудапәлиниш мәсилси үстидә ойлашмақта.
Хитайниң җилин шәһиридики бир химийилик завут партлап, зор миқтардики маддиларниң суңхуаҗяң дәрясиға еқип кериши нәтиҗисидә, йеқинда харбин шәһиридә бир мәзгил ичимлик су тохтитилған иди.
Суңхуаҗяң дәряси русийә билән хитай арисидики амур дәрясиға қуюлғанлиқи үчүн бу вәқәдин хәвәр тапқан русийә һөкүмити вә пуқралиридиму җиддийлик йүз берип, зәһәрлик маддиларниң амур дәрясиға қуюлуши билән мәзкур дәря вадисидики хабаровски қатарлиқ чоң ـ кичик русийә шәһәр аһалилириниң өзлириниң зәһәрлинип, түрлүк кесәлликләргә гириптар болуп қилишидин әнсирәш әһвалини кәлтүрүп чиқарди.
Хәвәрләргә қариғанда, гәрчә, хитай һөкүмити бу вәқә түпәйли русийә һөкүмитидин кәчүрүм сориған болсиму әмма, бу мәсилә русийә билән хитай мунасивәтлиригә бағлинишлиқ һалқилиқ мәсилиләрниң биригә айланған. (Қанат)