Хитайда дәря еқини булғиниш һадисиси көпәймәктә
2007.04.06
Йеқинқи йиллардин буян хитайда дәря еқинлириниң химийилик маддиларниң сақиндилири билән булғиниш һадисилири көпийишкә башлиди.
Бу айда хитайдики хуңхе дәряси көп миқдардики қоғошун вә башқа мәдән маддилар билән булғанған. Нәтиҗидә җәнубий хитайдики 150 миң адәмниң ичимлик су мәнбийи тохтитилған. Бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, бу дәряниң аз дегәндиму 100 кило метир қисими булғанған.
Мәзкур дәря бойиға җайлашқан йәнтән ичимлик су ширкитиниң тәминләш завутлири тақалған болуп, бу һадисә 150 миң адәмниң күндилик турмушиға тәсир көрситидикән. Хитай һөкүмәт даирлириниң билдүрүшичә, хитайдики асаслиқ дәряларниң һәммиси дегидәк булғанған, буниң билән хитайда йәнә милйонлиған адәм пакиз су ичишкә наил болалмай күн кәчүрмәктә икән.
2005 - Йилиму харбиндики суңхуа дәрясиниң нефиттин булғиниш һадисиси келип чиқип, хитай һөкүмити нәччә милйон адәмниң ичимлик сүйини вақитлиқ тохтитишқа мәҗбур болған иди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда 10 милйон адәм қәһәтчиликтә қалидикән
- Хитайниң ғәрбий җәнубидики қурғақчилиқ апти уйғур елигә тәһдит елип келиши мумкин
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилати хитайдики булғанған су мәсилисиниң интайин еғир икәнликини көрсәтти
- Хитай тибәтниң сүйини хуаңхе дәрясиға башлимақчи
- Хитай соңхуаҗяң дәрясини тазилимақчи