Президент буш 3 нәпәр тәрәпсиз христиан черкав паалийәтчисини ақ сарайда қобул қилди


2006.05.12

Америка президенти җорҗи буш пәйшәнбә күни хитай чоң қуруқлуқидин кәлгән йүй җйе, ваң йий вә ли бәйгуаң қатарлиқ 3 нәпәр тәрәпсиз христиан черкав паалийәтчисини ақ сарайда қобул қилип, бир саәт сөһбәт елип барди вә диний әркинлик, кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә пикир алмаштурди.

Президент буш сөһбәт җәрянида диний әркинлик бир җәмийәтниң сағлам тәрәққиятини илгири сүрүш ролини ойнайду, дәп тәкитлигән. У, "җуңго иқтисади үзликсиз тәрәққи қилмақта. Лекин бир җәмийәт инақ вәмуқим болмақчи болса, чоқум диний ибадәт әркинлики болуши керәк. Шундақ болғандила андин җәмийәт муқимлиқ асасиға игә болған болиду" дәйду. Буш, буниңдин кейин хитай рәһбәрлири билән учрашқанда җуңгониң диний әркинлик мәсилисини давамлиқ оттуриға қойидиғанлиқини билдүргән.

Йүй җйениң сөһбәттин кейин мухбирларға ашкарилишичә, сөһбәт җәрянида у Yahoo тор издәш понкитиниң мәсилисини оттуриға қойған вә Yahoo понкитиниң җуңгодики һәрикити америка қиммәт қаришиға вә дөләт қуруш принсипиға хилап, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән. Ваң йи, президент буш билән диний әркинлик вә ибадәт кәчүрмүшлири һәққидә сөһбәт елип барғанлиқини билдүрди.

Ваң йий билән йүй җйе хитайдики атағлиқ өктичи язғучилар болуп һесаблиниду. Ли бәйгуаң болса кишилик һоқуқни қоғдиғучи адвокат. Бу 3 нәпәр христиан мухлиси хитай христианлириға вәкил болуп вашингтонда чақирилған җуңгониң әркинлик әһвали һәққидики бир йиғинға қатнишиш үчүн кәлгән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.