Президент буш сода мәсилисини җуңго - америка башлиқлар сөһбитидики муһим тема деди
2006.04.11
Президент җорҗи буш, хитай дөләт рәиси ху җинтав билән келәр һәптә ақ сарайда учрашқанда сода мәсилисиниң муһим музакирә темиси болуп қалидиғанлиқини билдүрди. Буш, вашингтондики җон хопкенс университетиниң нетси хәлқара мунасивәтләр мәктипидә сөз қилип, мән җуңго рәһбириниң вашингтонға келиштә сода мәсилисидики сүркилишни юмшитиш үчүн тәдбир елишқа тәйярлиқ қилип қоюшини үмид қилимән, деди.
У, " рәис ху җинтав 200 милярд доллардин артуқ пассип сода баланисиға игә бир дөләткә келиватиду. Нурғун америкилиқлар содидики адиллиқ қени, дәп гуманланмақта " дәйду. Президент бушниң әскәртишичә, сода мәсилисидә икки нәрсини бир тәрәп қилишқа алаһидә тоғра келидикән. Җуңго хәлқ пулиниң қиммитнии чүшүрүп, експорттики адаләтсиз үстүнлүкни сақлимақта, дәп тәкитлигән буш, рәис хуҗинтав патнит һоқуқи вә әқлий мүлүк һоқуқини қоғдашқа капаләтлик қилиши керәк, дәп көрсәтти. У, " бизниң патнит һоқуқимизни яки мәһсулатимизни қоғдаш - қоғдалмаслиқини муәййәнләштүрәлмәйдиған бир дөләткә кириш наһайити тәс мәсилә " дәйду.
Бушниң әскәртишичә, у ху җинтав билән хәлқ пулиниң қиммити, патнит һоқуқи вә әқлий мүлүк һоқуқини музакирә қилиш билән биргә кишилик һоқуқ, тәйвән вә шималий корийә мәсилисиниму музакирә қилидикән. Бу арида сәйшәнбә күни җуңго - америка сода вә иқтисад бирләшмә комитети ақ сарайдики башлиқлар сөһбитидә музакирә қилинидиған иқтисадий мәсилиләр үстидә музакирә елип барди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлис әзалири яң җйәнлини қоюп беришкә чақиридиған қарар мақуллиди
- Ву йи америка билән сода һәмкарлиқ тохтими түзмәкчи
- Хитай, америка билән болған мунасивәтлирини яхшилашни халайдиғанлиқини билдүрди
- Роберт золейк, бейҗиңда хитай - америка мунасивәтлири бойичә сөһбәт елип барди
- Хитай америка билән һәрбий алақини күчәйтишни халайдиғанлиқини билдүрди