Канада хитай билән кишилик һоқуқ сөһбитини вақтинчә тохтитишни қарар қилди
2006.10.06
Канада һөкүмити хитай билән йилда бир қетим өткүзидиған кишилик һоқуқ сөһбитиниң һазирғичә һечқандақ үнүми болмиғанлиқини илгири сүрүп, бу сөһбәтни вақтинчә тохтитидиғанлиқини елан қилди. Канада баш министири стифен харперниң парламент ишлири секритари җейсин кенийниң әскәртишичә, канада хитай әмәлдарлири билән бу йил күздә өткүзмәкчи болған кишилик һоқуқи сөһбитини өткүзмәйдиған болған. У, канада һөкүмити икки дөләт арисидики сөһбәтниң тегишлик үнүм бәрмигәнликини мөлчәрлиди, дәп көрсәтти.
Җейсин кений, " биз хитай билән кишилик һоқуқ сөһбитимизниң әһмийәтсиз учришиш әмәс, үнүмлүк нәтиҗиси болған сөһбәт болушини арзулаймиз " дәйду. Униң әскәртишичә, канада хитайни әһмийәтлик сөһбәткә һәйдәкчилик қилидиған йеңи йоллар үстидә издинидикән. Канада һөкүмити чиқарған бу қарарниң һүсәйин җелил вәқәси билән мунасивити бар - йоқлуқи мәлум әмәс. Лекин бейҗиң һөкүмити канада пуқраси һүсәйин җелилни канадаға қайтуруп беришни рәт қилип,уни һазирғичә канада әмәлдарлири билән көрүштүрмигән.
Җейсин кейний, канада һөкүмитиниң һәр йили хитайға беридиған 60 милйон доллар һәқсиз ярдимини тохтатмақчи болуватқанлиқини билдүрди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Әркинлик сарийи: хитай дунядики әркинлик болмиған дөләтләрниң бири
- Биңтуән 4 - девизийә 75 - полки өз әтрапидики юртларни назарәт қилидиған фото аппарат сестимиси қурди
- Җоңгу һөкүмәт рәиси хуҗинтав кишилик һоқуқ мәсилиси үстидә бесимға дуч кәлмәктә
- Дөләт байрими һарписида бейҗиңда қолға елиш һадислири йүз бәрмәктә
- явропа комитети хитайға уйғурларниң вәзийитидин "қаттиқ әнсирәватқанлиқини" билдүргән









