Хенәндики салйот завутида йүз бәргән партлашта аз дегәндә 36 киши өлди


2006.01.30

29‏- январ хитайниң баһар байрими күни, хенән өлкисиниң линҗу шәһиридики бир салйот завутида партлаш йүз берип, аз дегәндә 36 киши қаза қилған.

Хитай даирилириниң мәлуматиға қариғанда, вәқә йүз бәргән мәзгилдә, бу йәрдики аһалиләр салйот завутиға йеқин җайдики бир будханиға ибадәт қилишқа меңиватқан болуп, арисидики бир киши салйотқа от яқмақчи болғанда, ишләпчиқириштин тохтиған бу салйот завутиниң амбириға от туташтуруп қойған.

Нәтиҗидә амбарда күчлүк партлаш йүз берип, будханиға кетиватқан кишиләр зәхмиләнгән. Нәқ мәйданда 16 киши өлгән, қалғанлири дохтурханида қутқузуш үнүм бәрмәй қаза қилған. Һазир йәнә 40 нәччә киши дохтурханида даваланмақта һәмдә һазир уларниң арисида 8 иниң әһвали йәнила хәтәр астида икән. Әмма хитай даирилири вәқәниң сәвәби һәққидә тәпсилий мәлумат бәрмиди.

Салйот етиш хитайларниң баһар байрими мәзгилидики узун йиллиқ әнәниси болуп, улар бундақ қилиш арқилиқ җин қоғлап, байлиқ илаһини чақиришни мәқсәт қилиду. Лекин салйот етиш сәвәбидин хитайда от кетиш яки партлашқа охшаш һадисиләр көп йүз бәргәчкә, өткәнки 10 йил ичидә хитай һөкүмити нурғун чоң шәһәрләрдә салйот етишни чәклигән иди. Бирақ бу йилдин башлап бейҗиңни өз ичигә алған 200 нәччә шәһәр салйот етишни әслигә кәлтүргән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.