Ахбарат мукапатиға еришкән хитай мухбирниң мурасимға қатнишиши чәкләнди


2005.05.02

Хитай һөкүмити б д т ниң "ахбарат әркинлики" мукапатиға еришкән муһәррир чен йиҗоңниң мукапат тапшурувелиш мурасимиға қатнишишини чәклигән. Чен йиҗоң, хитайда чиқидиған "җәнубий пайтәхт" гезитиниң сабиқ муһәррири болуп, у сарс кесилиниң тарқилишини шундақла мәһбусларға тән җазаси бәргән бир хитай сақчиниң қилмишини паш қилиш билән нам чиқарған.

Хоңкоңдики "җәнубий җоңго әтигәнлик почта гезити" хәвәр қилишичә, гуаңдоң өлкисидики даириләр чен йиҗоңға мукапат тарқитиш мурасимиға қатнашмаслиқни уқтурған. Б д т ниң " ахбарат әркинлики" мукапатини тарқитиш мурасими сәйшәнбә күни сенигал пайтәхти дакарда өткүзүләтти. Чен йиҗоң һазир гуаңдоңдики "җәнуб тәнтәрбийә гезити" дә ишләйдикән.

Бу арида мәркизи париждики чигрисиз мухбирлар тәшкилати дүшәнбә күни елан қилған доклатида, хитайни " мухбирларниң түрмиси," дәп әйиплиди. Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң әскәртишичә, дуня бойичә 2004 - йили қолға елинған 107 мухбирниң 27 нәпири хитайдикән. Мәзкур тәшкилат, хитай дөләт рәиси ху җинтавни ахбарат " муштумзори" дәп елан қилди.

Буниң алдида америка ташқи ишлар министирлиқиниң әмәлдари сузан соловен, ахбарат әркинликиниң уйғур аптоном районида еғир зәрбигә учраватқанлиқини әскәртип, " қәшқәрлиқ абдуғәни мәмтимин шәрқий түркистан учур мәркизигә хәвәр йоллиғанлиқи үчүн қолға елинди, дәп тәкитлигән. У бу сөзни мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир үчүн 27 - априлда өткүзүлгән дөләт мәҗлисидики испат бериш йиғинида қилған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.