Тәйвән президентиниң латин америка зиярити давамлашмақта
2007.08.25
Латин америка дөләтлиригә қаратқан зияритини давамлаштуриватқан, тәйвән президенти чин шүйбийән, җүмә күни һондурастин, әлсалвадор ға кәлди.
Мәркизи хәвәр агентлиқиниң билдүрүшичә, чин шөбийән санлсалвадор айиридурумида, әлсалвадр президенти, муавин президенти, парламент рәиси вә алий сот рәиси қатарлиқ рәһбәрләр тәрипидин қизғин қарши елинған.
Әлсалвадор президенти антонию саха, чин шүйбийәнни қарши елиш мурасимида бәргән баянатида, тәйвәнниң иқтсадий вә иҗтимаий тәрәққият йолида қолға кәлтүргән ғәлибилирини махтап, тәйвән хәлқиниң хәлқара җәмийәттики мәвҗудийитини қоғдаш үчүн елип бериватқан көришини қоллап-қувәтләйдиғанлиқини тәкитлигән. У шундақла, тәйвән билән дипломатийә мунасивәтлирини давамлаштурудиғанлиқини һәмдә тәйвәнниң б д т ға әза болуш тәшәббусини қоллайдиғанлиқини билдүргән.
Тәйвән президенти чин шүйбийән баянатида, әлсалвадорни тәйвәнниң әң йеқин дости дәп көрситип, тәйвәнни һәрҗәһәттин үзлүксиз қоллап келиватқан әлсалвадор президенти вә әлсалвадор һөкүмитигә рәхмәт ейтти. Чин шүйбийән, әлсалвадор президентиниң келәр ай б д т ниң нюйорк шәһиридә өткүзүлидиған йиллиқ умумий йеғиниға қатнишип, тәйвәнниң б д т ға әза болуш һәрикитини қоллап, сөз қилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргәнликини билдүрди.
Бу арида хәвәрләргә қариғанда, тәйвәндики пүтүн һөкүмәт идарилири, президент чин шүйбийәнниң тәйвәнни б д т ға әза қилиш һәрикитини қоллап қуввәтләш үчүн, 10-сентәбир күнигичә йәни б д т ниң йиллиқ умумий йиғиниғичә, пүтүн һөкүмәт биналириниң дәрваза вә тамлириға "тәйвәнниң б д т ға әза болуши, мәңгүлүк тинчлиқ" дегән шуар йезилған лозунка вә байрақларни есишни қарар қилған. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән президенти, бу қетимқи латин америка сәпиридә, америка һөкүмитиниң униңға тутқан позитсийисигә наразилиқ билдүрди
- Тәйвән муһит мәсилсидә хитайға ярдәм беришкә тәйяр
- Тәйвән президенти чен шүйбйәнниң америкида тохтап өтүши хитайниң чишиға тегиши мүмкин
- Тәйвән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп кирәләмду?
- Тәйвән хитайда ишләнгән алтә хил аяғқа қарита төкүп сетиш беҗи елишқа башлиди
- Тәйвән хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилирини қоллайду
- Тәйвән даирилири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуш үчүн омум хәлқ аваз қоюш пиланидин ваз кәчмиди
- Хитайниң тәйвән ишханиси 'тәйвән мустәқиллиқи тәвәккүлчилиқ' дәп җакарлиди
- Ли деңхуйниң японийидики шәхсий зиярити хитайниң ғәзипини қозғиди